Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Өзүңизгә Йәһва Худаниң көзи билән қараң

Өзүңизгә Йәһва Худаниң көзи билән қараң

Йәһва Өз хәлқигә илтипат билдүриду (Зб 149:4). Мукәммәлсиз болғинимизға қаримастин, Йәһва Худа бизниң яхши хисләтлиримизни байқайду вә қолумиздин немә келидиғанлиғиниму билиду. Лекин өзүмизни шундақ адәм дәп ойлимаймиз. Башқиларниң бизгә қандақ қарайдиғанлиғи тәсир қилиду. Шуңа өзүмизни һечнемигә ярамсиз дәп ойлишимиз мүмкин яки бурунқи хаталиқлиримиз арам бәрмигәнликтин, Йәһва Худаниң меһир-муһәббитигә лайиқ әмәс дегән ойлар келиши мүмкин. Шундақ сәлбий ойлар билән күришишкә немә ярдәм бериду?

Йәһва Худа адәмләр көрмигән нәрсиләрни көридиғанлиғини унтумаң (С1я 16:7). Демәк, Худа һәтта өзүмиз көрәлмигән нәрсиләрниму көриду. Йәһва Худаниң бизгә болған көзқаришини Муқәддәс китаптин билимиз. Йәһва Худа Өз хизмәткарлирини бәк яхши көридиғанлиғини Муқәддәс китап, айәт вә вақиәләрдин көрүшкә болиду.

«ХУДА СИЗНИ ЯХШИ КӨРИДИҒАНЛИҒИҒА ЖҮРИГИҢИЗНИ ИШӘНДҮРҮҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Марафонға қатнашқан дада билән бала тоғрилиқ мисал Йәһва Худаниң көзқариши тоғрилиқ немигә үгинимиз?

  • Еғир гуна қилған адәм Йәһва Худа билән болған мунасивитини әслигә кәлтүрүш үчүн керәк қәдәмләрни қилип, Йәһва уни яхши көридиғанлиғиға жүригини қандақ ишәндүрәләйду? (Й1х 3:19, 20)

  • Бурадәргә Давут билән Йәһошафатниң вақиәсини оқуп, униң үстидин ойланғанлиғи қандақ ярдәм бәрди?