МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Сиз ихтисадий кризисқа тәйярму?
Дуния йүзидә болуватқан ихтисадий кризис вақтида әндишә қилмаймиз. Немә үчүн? Сәвәви биз ахирқи күнләрниң ахирида яшаватқанлиғимизни билимиз, шуңа Муқәддәс китап бизни өткүнчи байлиққа үмүт қимаслиқа дәвәт қилиду (Т1х 6:17; Т2х 3:1). Ихтисадий кризисқа тәйяр болуш үчүн Йәһошафат падишаниң үлгисидин немини үгинимиз?
Дүшмәнләр Йәһошафатқа хәтәр туғдурғанда, у Йәһва Худаға ишәнч қилған (Т2я 20:9—12). Шундақла У йәнә тәйярлиқ чариларни көрүп, шәһәрләрни мустәһкәмләп, әскәрләрни орунлаштуруш арқилиқ алдин-ала тәйярлиқ қилған (Т2я 17:1, 2, 12, 13). Йәһошафатқа охшаш, бизму Йәһва Худаға ишәнч қилип, алдимиздики болидиған қийинчилиқларға тәйяр болушимиз зөрүр.
«СИЗ ТӘБИИЙ АПӘТКӘ ТӘЙЯРМУ?» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Тәбиий апәткә тәйяр болуш үчүн һәрбиримиз немә қилалаймиз?
-
Башқиларға ярдәм беришкә қандақ тәйяр болалаймиз?