ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗИНӘ
«Худайиңиз Йәһваға ишәнч қилиң»
Йәһошафат падиша вә пүткүл хәлиқниң бешиға күн чүшкәндә Йәһвадин ярдәм сориған (Т2я 20:12, 13; w14 15/12 23-б., 8-абз.)
Йәһва Худа Өз хәлқигә тәсәлли берип, ениқ көрсәтмиләрни бәргән (Т2я 20:17)
Йәһва Өз хәлқини қутқузған, чүнки хәлиқ Униңға ишәнгән (Т2я 20:21, 22, 27; w21.11 16-б., 7-абз.)
Бүйүк апәттә Гог Йәһва Худаниң хәлқигә һуҗум қилиду. Шу чағда Йәһваға вә У тәйинлигән бурадәрләргә ишәнч қилғанлар һечнемидин қорқмайду (Т2я 20:20).