Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Муқәддәс китапниң аудиоязмисини тиңшамсиз?»

Муқәддәс китапниң аудиоязмисини тиңшамсиз?»

Муқәддәс китапниң аудиоязмиси дегән немә? Бу «Йеңи дуния тәрҗимисиниң» қайта қараштурулған аудиоси. Муқәддәс китапниң бу нәшири имканийәтниң баричә көп тилларда йоруқ көрүватиду. Аудиоязминиң алаһидилиги һәрбир шәхсниң миҗәз-хулқиға һәртүрлүк адәмләрниң авазлирини пайдилиниду. Муқәддәс китаптики баянларни тоғра йәткүзүш үчүн бу сөзләр тоғра тәләппуз қилинип, һис-туйғу билән оқулиду.

Бәзилири Муқәддәс китап аудиоязмисиниң қандақ пайдисини көрүватиду? Аудиоязмини тиңшиғанда Худа Сөзини җанландуруп оқуши нурғунлириға бәк яқиду. Улар аудиоязмидики шәхсләрниң авазини аңлиғанда, Муқәддәс китаптики вақиәләрни көз алдиға кәлтүрүп, йезилғанларни яхширақ чүшинәләйду (П.н 4:5). Бәзилири аудиоязмини тиңшиғанда қайғулири бесилип, йениклишип қалғанлиғини байқиған (Зб 94:19).

Аудиоязмини тиңшаш һаятимизға зор тәсир қилиду (Т2я 34:19—21). Сиз чүшинидиған тилда толуқ Муқәддәс китап яки айрим китапларниң аудиоязмиси болуши мүмкин. Шундақ болса, аудиоязмини тиңшашни адәткә айландурамсиз?

«МУҚӘДДӘС КИТАПНИҢ АУДИОЯЗМИСИ ҚАНДАҚ ИШЛӘП ЧИҚИРИЛҒАН (ҮЗҮНДӘ)» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

Муқәддәс китапниң аудиоязмиси қандақ ишләп чиқирилишини көргәндин кейин, сизгә асасән немә яқти?