Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

27 май—2 июнь

ЗӘБУР 42—44

27 май—2 июнь

20-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ

1. Йәһва Худа бериватқан билимни қоллиниң

(10 мин.)

Йәһва Худаға көпчилик билән биллә ибадәт қилиң. Мүмкин болса, Ибадәт өйигә келип учришишқа қатнишиң (Зб 42:4, 5; w06 6/1 9-б., 4-абз.)

Худаниң Сөзини тәтқиқ қилиштин авал дуа қилиң (Зб 42:8; w19.01 18-б., 15-абз.)

Һаятиңизниң һәрқандақ саһасида Муқәддәс китаптин йол-йоруқ издәң (Зб 43:3)

Худа бәргән билим қийинчилиқта чиң турушқа, Йәһва Худаға мәңгү хизмәт қилимән дегән вәдиңизни орунлашқа күч бериду (Пт1х 5:10; w16.09 5-б., 11, 12-абз.).

2. Роһий гөһәрләрни издәйли

(10 мин.)

  • Зб 44:19, КМ: «Чилбөриләр маканида» дегән немини билдүрүши мүмкин? (it «Чилбөрә»)

  • Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?

3. Муқәддәс китапни оқуш

(4 мин.) Зб 44:1—26 (th 11-дәрис)

ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ

4. Сөһбәт башлаш

(4 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Муқәддәс китап үгинишини тәвсийә қилиң (lmd 5-дәрис, 5-абзац).

5. Қайта йолуқуш

(5 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Адәмни келәрки аммивий нутуққа тәклип қилиң. «Ибадәт өйлиригә немә үчүн жиғилимиз?» намлиқ видеони көрситип, уни муһакимә қилиң (lmd 7-дәрис, 5-абзац).

6. Нутуқ

(3 мин.) lmd 1-қошумчиси, 4-абз. Мавзуси: Һәрбир киши мукәммәл сағламлиққа егә болиду (th 2-дәрис).

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

40-нахша

7. Иш издигәндә вә билим таллиғанда дана қарар чиқириң

(15 мин.) Муһакимә.

Яшлар, мәктәпни пүтүргәндин кейин немә қилишиңларни ойлаватисиләр? Бәлким, пионер болушқа қолайлиқ бир иш орни тоғрилиқ ойлиниватқансиз? Мүмкин, шундақ иш орниға киришкә керәк болған һүнәрни үгинишкә, сертификат яки диплом елишқа мәхсус курста оқувалсам дәп ойлаватқансиз? Бу һаятиңиздики әң муһим вақит! Шундақ болсиму, таллайдиған нәрсиләр нурғун болғанлиқтин яки башқиларға яқидиған қарар қилишим керәк дәп қисилғанлиқтин, немә қилишиңизни билмәй, бешиңиз гаңгирап қелиши мүмкин. Дана қарар чиқиришиңизға немә ярдәм бериду?

Мәтта 6:32, 33ни оқуң. Андин мону соалларни қоюң:

  • Немә үчүн ишқа вә билимгә мунасивәтлик муһим қарар чиқириштин авал ениқ роһий мәхсәтләрни қойғиниңиз тоғра?

  • Ата-анилар балилириға Мәтта 6:32, 33тики мәслиһәтни қоллинишиға қандақ ярдәм берәләйду? (Зб 78:4—7)

Пул тәрәптин қийналмай яки атақлиқ болуш арзу-арминиңиз қарариңизға тәсир қилип қоюштин сақ болуң (Й1х 2:15, 17). Байлиғи көп адәмгә Падишалиқни һаятида биринчи орунға қоюш қийин болушини унтумаң (Лқ 18:24—27). Байлиқниң кәйнидин қоғлиған адәм роһий утуқларға йетәлмәйду (Мт 6:24; Мк 8:36).

«Йоқ болуп кетидиған нәрсиләргә тайиништин сақ болуң! Байлиқ» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соални қоюң:

  •   Пәнд-нәсиһәтләр 23:4, 5тики айәтләр дана қарарларни чиқиришиңизға қандақ ярдәм бериду?

8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш

(30 мин.) bt-U 10-бап, 5—12 абз.; btq 10-бап, 5—12 абз.

Хуласә (3 мин.) | 51-нахша вә дуа