Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

6—12 май

ЗӘБУР 36, 37

6—12 май

20-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ

1. «Яман адәмләргә қарап... мерәзлик қилма»

(10 мин.)

Яман адәмләр бизни азапқа дучар қилиду (Зб 36:1—4; w17.04 10-б., 4-абз.)

«Яман адәмләргә» аччиқлансақ, өзүмиз зиян тартимиз (Зб 37:1, 7, 8; w22.06 10-б., 10-абз.)

Йәһва Худаниң вәдисигә ишәнсәк, хатирҗәмликкә еришимиз (Зб 37:10, 11; w17.04 11-б., 5, 6-абз.)

ОЙЛИНИП КӨРҮҢ: «Зорлуқ-зомбулуқ тоғрилиқ йеңилиқларни көп көримәнму?»

2. Роһий гөһәрләрни издәйли

(10 мин.)

  • Зб 36:6: Зәбур язғучиси Йәһва Худаниң һәққанийлиғини бүйүк тағлар [яки «Худаниң тағлири»] билән селиштуруш арқилиқ немә ейтмақчи болған? (it «Тағ»)

  • Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?

3. Муқәддәс китапни оқуш

(4 мин.) Зб 37:1—26 (th 10-дәрис)

ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ

4. Сөһбәт башлаш

(3 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. (lmd 1-дәрис, 5-абзац)

5. Қайта йолуқуш

(4 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Бурун үгинишни халимиған адәм билән Муқәддәс китап үгинишини башлаң (lmd 9-дәрис, 4-абзац).

6. Нутуқ

(5 мин.) ijwbv-U 45-мақалә. Мавзуси: Зәбур 37:4-айәттики сөзләр немини билдүриду? (th 13-дәрис)

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

38-нахша

7. Сиз апәткә тәйярму?

(15 мин.) Муһакимә.

Дунияниң җай-җайлиридики етиқатдашлиримиз тәбиий апәтләр вә адәмләрниң кесиридин болған апәтләрдин зәрдап чекиватиду (Зб 9:9, 10). Мошундақ вәзийәт аяқ астидин йүз бериши мүмкин, шуңа биз униңға тәйяр болушимиз лазим.

Керәк-ярақлиримизни тәйярлап қоюштин башқа, a йәнә қайси тәрәптин тәйярлиқ қилсақ болиду?

  • Оюңизда тәйярлиқ қилиң: Пәвқуладдә вәзийәт йүз бериши мүмкин, шуңа немә қилишиңизни алдин ойлаштуруң. Мал-дунияриңизға бағлинип қалмаң. Шу чағда даналиқ билән иш-һәрикәт қилип, мал-дунияриңизни әмәс, өзүңиз вә йеқинлириңизниң һаятини сақлап қелишни ойлайсиз (Яр 19:16; Зб 36:9). Шундақла апәттә мал-дунияриңиздин айрилип қалсиңиз, униң үчүн көңлиңиз бәк чүшүп кәтмәйду (Зб 37:19).

  • Роһий җәһәттин тәйярлиқ қилиң: Йәһва Худа сизгә ғәмхорлуқ қилалайду вә шундақ қилишни халайдиғанлиғиға ишәнчиңизни мустәһкәмләң (Зб 37:18). У һәрдайим Өз хизмәтчилирини йетәкләйду вә уларға ярдәм бериду. Биз һәммә нәрсидин айрилип қелип, пәқәт өз җенимизнила сақлап қелишимиз мүмкин (Йр 45:5; Зб 37:23, 24). Шундақ әһвалдиму Йәһва Худа бизни ташлимайду. Буниңға болған ишәнчиңизни апәт кәлмәй туруп күчәйтиң.

Йәһва Худаниң вәдилиригә толуқ ишәнсәк, апәт вақтида У бизниң Қорғинимиз болиду (Зб 37:39).

«Сиз апәткә тәйярму?» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соалларни қоюң:

  • Апәт вақтида Йәһва Худа бизгә қандақ ярдәм бериду?

  • Апәткә қандақ тәйярлиқ қилалаймиз?

  • Апәткә дуч кәлгәнләргә қандақ ярдәм берәләймиз?

8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш

(30 мин.) bt-U 9-бап, 8—16 абз.; btq 9-бап, 8—16 абз.

Хуласә (3 мин.) | 142-нахша вә дуа