МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
«JW Library» программисини қоллиниш усуллири
ТӘТҚИҚ ҚИЛҒАНДА:
-
Муқәддәс китапни вә күндилик айәтни оқуң
-
Жилнамә, журналлар вә башқа әдәбиятларни оқуң. «Хәлпәш» функциясини қоллиниң
-
Җамаәт учришишлириға тәйярлинип, җавапларниң астини сизип қоюң
-
Видеоларни көрүң
ҖАМАӘТ УЧРИШИШЛИРИДА:
-
Натиқ кәлтүрүватқан айәтләрни ечип оқуң. Бирәр айәтни қайтидин көрүш үчүн «Издәш тарихи» функциясини қоллиниң
-
Учришишқа нурғун басма әдәбиятларни елип келишниң орниға, программиға қатнишиш вә нахшиларни ейтиш үчүн электронлуқ қурулумиңизни пайдилиниң. «JW Library» программисида техи нахша китавида йоқ йеңи нахшиларни тепишқа болиду
ХИЗМӘТТӘ:
-
Қизиқиш көрсәткән адәмгә «JW Library» программисидин бирәр нәрсини көрсәткәндин кейин, программини яки әдәбиятларни өз электронлуқ қурулумиға көчиривелишиға ярдәм бериң
-
Муқәддәс китапниң айитини тепиш үчүн «Издәш» функциясини қоллиниң. Буниң үчүн асасий сөз яки ибарини киргүзүң
-
Видеони көрситиң. Өй егисиниң балилири болса, «Йәһва Худа билән дост болуң» видеолириниң бирини көрситиң. Яки адәмни қизиқтуруш үчүн «Немишкә Муқәддәс китапни үгиниш керәк?» намлиқ видеони көрсәтсиңиз болиду. Башқа тилда сөзләйдиған адәмгә видеони ана тилида көрситиң
-
Башқа тилда сөзләйдиған адәмгә мәлум айәтни оқуп бериш үчүн, айәтниң номерини чекип, башқа тәрҗимиләрни көрситидиған бәлгүни чекиң