МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Сиз «JW Library» программисини қоллинамсиз?
«JW Library» — телефониңизға, планшетиңизға яки компьютериңизға Муқәддәс китапни вә башқа әдәбиятларни, видеолар билән аудиоязмиларни көчиривелишқа ярдәм беридиған һәқсиз программа.
УНИ НӘДИН АЛИМӘН? Торға кирип, программилар дукинидин «JW Library» программисини электронлуқ қурулумиңизға орнитивелиң. Бу программини һәр түрлүк қурулумларда қоллинишқа болиду. Торға уланған чағда программини ечип, қурулумиңизға көчиривелишни халайдиған нәрсиләрни таллаң. Әгәр өйүңиздә тор болмиса, буни Ибадәт өйи, җәмийәтлик китапхана яки торни қоллинишқа болидиған башқа йәрдә қилсиңиз болиду. Әдәбиятларни қурулумиңизға көчиривалғандин кейин уларни қоллиниш үчүн торға улиниш һаҗәт әмәс. «JW Library» программисида дайим йеңи мүмкинчиликләр пәйда болғанлиқтин, бәзидә торға чиқип, программиниң йеңиланған нусхисини орниталайсиз.
У НЕМИСИ БИЛӘН ЯХШИ? «JW Library» программиси шәхсий тәтқиқ өткүзүш билән җамаәт учришишлирида әдәбиятлиримизни қоллинишни қолайлиқ қилиду. Шуниң билән у вәзилик хизмәттә қоллиниш үчүнму, болупму нарәсмий гувалиқ бәргәндә, наһайити үнүмлүк.