Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЗӘБУР 1—10

Йәһва Худа билән инақ болуш үчүн, Униң Оғли Әйса Мәсиһни һөрмәтлишимиз керәк

Йәһва Худа билән инақ болуш үчүн, Униң Оғли Әйса Мәсиһни һөрмәтлишимиз керәк

Йәһва Худа билән Әйсаға қарши дүшмәнлишиш бәшарәт қилинған еди

2:1—3

  • Хәлиқләрниң Әйсаниң һөкүмранлиғини қобул қилмай, өзлириниңкидә турувалидиғанлиғи бәшарәт қилинған

  • Бу бәшарәт Әйса йәрдә болғанда орунланди һәм бизниң күнимиздә техиму кәң миқдарда орунлиниду

  • Зәбур язғучиси хәлиқләр бекарға суйиқәст ойлайду дегәндә, уларниң мәхсәтлири бекар болуп, әмәлгә ашмайдиғанлиғини ейтқан

Мәңгү һаятқа пәқәт Худа тайинлиған Падишаға һөрмәт көрсәткәнләрла еришиду

2:8—12

  • Йәһва Худа тайинлиған Падишаға қарши турғанларниң һәммиси вәйран қилиниду

  • Адәмләр Худаниң Оғли, Әйсаға, шан-шәрәп көрситиш арқилиқ бехәтәрлик вә течлиққа еришәләйду