Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | МАРК 9, 10

Етиқатни мустәһкәмләйдиған вәһий

Етиқатни мустәһкәмләйдиған вәһий

9:1—7

Өзгириш қияпитидә болғанда, асмандики Атиси уни мақуллайдиған сөзләрни аңлиғанда, Әйса қандақ һис қилғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Бу вақиә синақларниң алдида Әйсани илһамландурғанлиғи сөзсиз. Бу вәһий Петрус, Яқуп вә Йоһанға қаттиқ тәсир қилди. Әйса һәқиқәтән Мәсиһ болған вә уни тиңшаш керәк еди. Тәхминән 32 жил өтсиму, бу вәһий техи Петрусниң есида болған вә «бәшарәтлик сөз» униң ишәнчисини мустәһкәмлигән (Пт2х 1:16—19).

Биз бу тәсирлик вәһийни өз көзүмиз билән көрмисәкму, униң әмәлгә ашқанлиғиниң гувачиси болалаймиз. Әйса һазир әһмийәткә егә Падиша сүпитидә һөкүмранлиқ қиливатиду. Йеқин арида у «ғалибийәт қазинип», һәққаний адәмләргә йеңи дунияда яшашқа йол ачиду (Вһ 6:2).

Муқәддәс китаптики бәшарәтләрниң йүз бериши сизниң ишәнчиңизни қандақ қилип мустәһкәмләйду?