МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
«Худа бир боюнтуруқ астиға қошқанларни адәм айримисун
Тәвратқа бенаән, аҗрашмақчи болған киши қануний һөҗҗәтни тәйярлиши керәк болған. Бу чоңқур ойланмастин аҗришишниң алдини алатти. Бирақ Әйсаниң вақтида дин рәһбәрлири аҗришишни асанлаштурған. Әр киши аяли билән һәр қандақ сәвәп билән аҗришишқа болатти («талақ хети», «аяли билән аҗришиш», «аялиға қарита нека вапалиғини бузған болиду», nwtsty, Мк 10:4, 11 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматлири). Әйса уларниң диққитини некани Йәһваниң өзи орнатқанлиғиға ағдурған (Мк 10:2—12). Әр-аял иккиси үзүлмәс риштә билән бағлинип, «бир тән» болуши керәк еди. Мәтта китавидиму кәлтүргәндәк, аҗришиш үчүн Муқәддәс китапқа асасланған ялғуз сәвәп — «җинсий әхлақсизлиқ» (Мт 19:9).
Бүгүнки күндә көп адәмләр некаға Әйсаниңкигә әмәс, лекин пәрисийләрниңкигә охшаш көзқарашта. Қийинчилиқлар пәйда болғанда, көпинчилири тез аҗришиду. Мәсиһий әр-аял болса, некани һөрмәтләйду вә қийинчилиқларни Муқәддәс китаптики принципларни қоллинип һәл қилиду. «Меһир-муһәббәт вә һөрмәт нека риштисини мустәһкәмләйду» намлиқ видеони көрүп болғандин кейин, төвәндики соалларға җавап бериң:
-
Пәнд-нәсиһәтләр 15:1дики айәтни аилиңиздә қандақ қилип қоллинилайсиз вә бу немишкә муһим?
-
Пәнд-нәсиһәтләр 19:11ни қоллиниш арқилиқ қандақ қилип көплигән қийинчилиқларниң алдини алалайсиз?
-
Некада көп қийинчилиқлар болса, аҗришишни ойлашниң орниға қайси соаллар һәққидә мулаһизә қилишиңиз керәк?
-
Мәтта 7:12дики принцип яхши әр яки яхши аял болушқа қандақ ярдәм бериду?