Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Достларни даналиқ билән таллаң

Достларни даналиқ билән таллаң

Моаб түзлиңидә исраиллар билән болған вәзийәт бизни агаһландуриду (К1х 10:6, 8, 11). Бутларға сәҗдә қилидиған әхлақсиз моаблиқ аяллар билән арилишишқа башлиған исраиллиқ әр кишиләр еғир гуналарни қилған. Буниң ақивети бәк ечинишлиқ болған (Сн 25:9). Бизниң синапдашлиримиз, хизмәтдашлиримиз, хошнилиримиз, уруқ-туққанлиримиз вә Йәһва Худаға хизмәт қилмайдиған башқиму тонушлиримиз бар. Мошу адәмләр билән йеқин арилишишниң зийини тоғрилиқ Муқәддәс китаптин немә билишкә болиду?

«БИЗНИ АГАҺЛАНДУРИДИҒАН ҮЛГИЛӘР. ҮЗҮНДӘ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Зимри вә башқилар Яминни немигә көндүрүшкә тиришқан?

  • Пинеһас Яминға вәзийәтни тоғра чүшинишкә қандақ ярдәм бәргән?

  • Йәһва Худаға ишәнмәйдиған адәмгә достанә муамилә қилиш вә униң билән дост болушниң қандақ пәрқи бар?

  • Немә үчүн җамаәттиму достларни даналиқ билән таллишимиз керәк?

  • Немә үчүн биз тонумайдиған адәмләр билән интернет арқилиқ алақилишиштин пәхәс болушимиз керәк?