МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Синақларниң ахири болиду
Синақлар болупму улар узақ вақитқа созулса, көңүлимизни йерим қилиши мүмкин. Давут Саул падишалиғиниң ахири келип, қийинчилиқлири түгәп, өз вақтида Йәһва Худа вәдә қилғандәк падиша болидиғанлиғини яхши билгән (С1я 16:13). Давутниң етиқади мәһкәм болған, шуңа сәвир-тақәтлик болуп, Йәһва Худани күтүшкә тәйяр болған.
Қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, билимимизни, ойлаш қабилийитимизни, зерәклигимизни ишләтсәк, асанирақ болуши мүмкин (С1я 21:12—14; П.н 1:4). Бирақ бәзи вақитларда Муқәддәс китап принциплирини қоллинип, қолумиздин кәлгиничә һәммини қилсақму, қийинчилиғимиз һәл қилинмаслиғи мүмкин. Шу чағда сәвир-тақәтлик болуп, Йәһвани күтүшимиз зөрүр. Пат йеқинда у көзүмиздики һәрқандақ яшни сүртиду (Вһ 21:4). Қийинчилиқлиримиз мәйли Йәһваниң ярдими билән яки башқа йоллар билән һәл қилинсун, бир нәрсини ениқ билимиз: қийинчилиқлар мәңгү давамлашмайду. Буни билиш тәсәлли бериду.
«БӨЛҮНГӘН ДУНИЯДИКИ ӨМ ХӘЛИҚ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Қошма Штатларниң җәнубидики қериндашлар қандақ қийинчилиққа дуч кәлди?
-
Улар сәвир-тақәтлик билән меһир-муһәббәтни қандақ көрсәтти?
-
Улар неминиң муһимирақ екәнлигигә көз йәткүзиватқанлиғини қандақ көрсәтти? (Фп 1:10)