ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ | ВӘЗ ХИЗМИТИДИН КӨПИРӘК ХОШАЛЛИҚ ЕЛИҢ
Үгәнгүчигә Йәһва Худа билән шәхсий мунасивәтни риваҗландурушқа ярдәм бериң
Йәһва Худа бизниң Униңға чин жүрәктин хизмәт қилишимизни халайду (Мт 22:37, 38). Худаға болған меһир-муһәббәт үгәнгүчиләргә керәклик өзгиришләрни қилишқа вә синақларда чидамлиқ болушқа күч бериду (Й1х 5:3). Худаға болған муһәббити уларни чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшкә дәвәт қилиду.
Үгәнгүчиңизгә Худаниң меһир-муһәббитини көрүшкә ярдәм бериң. Мундақ сорисиңиз болиду: «Буниңдин сиз Йәһва Худа тоғрилиқ немини үгәндиңиз?» яки «Худаниң сизгә болған меһир-муһәббити қандақ көрүнүп туриду?» Йәһва Худаниң уларға қандақ ярдәм қиливатқанлиғини чүшинишигә ярдәм бериң (Т2я 16:9). Йәһва Худаниң дуалириңизға қандақ җавап бәргәнлиги тоғрисида ейтип бериң вә Йәһва уларниң дуалириға қандақ җавап беридиғанлиғини байқашқа дәвәт қилиң. Үгәнгүчиләр Худани яхши көридиғанлиғини вә Униң билән дост болушни халайдиғанлиғини көргиниңиздә интайин хошал болисиз.
«ҮГӘНГҮЧИҢИЗГӘ ЙӘҺВА ХУДА БИЛӘН МУНАСИВӘТНИ РИВАҖЛАНДУРУШҚА ЯРДӘМ БЕРИҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Джейд қандақ қийинчилиққа дуч кәлди?
-
Нита Джейдқа қандақ ярдәм бәрди?
-
Джейд қийинчилиғини қандақ йәңди?