Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ | ВӘЗ ХИЗМИТИДИН КӨПИРӘК ХОШАЛЛИҚ ЕЛИҢ

Үгәнгүчиләргә напак адәтлиридин айрилишқа ярдәм бериң

Үгәнгүчиләргә напак адәтлиридин айрилишқа ярдәм бериң

Пәқәт әхлақий җәһәттин пак кишиләр Йәһва Худа билән йеқин мунасивәттә болалайду (Пт1х 1:14—16). Үгәнгүчиләр яман адәтлиридин айрилғанда, бу уларниң аилисигә, саламәтлигигә вә ихтисадий әһвалиға яхши тәсир қилиду.

Үгәнгүчигә Йәһва Худаниң әхлақий өлчәмлирини, шундақла уларниң сәвәплирини вә пайдисини чүшәндүрүң. Униңға ой-пикрини өзгәртишкә ярдәм бәрсиңиз, кейин һәрикәтлириму өзгириду (Әф 4:22—24). Йәһва Худаниң ярдими билән сиңип кәткән яман адитини ташлаш қолидин келидиғанлиғиға ишәндүрүң (Фп 4:13). Униңға гуна қилишқа аздурулғанда, Йәһва Худаға ялвуруп, дуа қилишни үгитиң. Үгәнгүчигә напак ишни қилишқа аздуридиған вәзийәтләрни ениқлап, улардин қечишқа ярдәм қилиң. Уни напак адәтлириниң орниға пайдилиқ ишларни қилишқа үндәң. Үгәнгүчиңиз Йәһва Худаниң ярдими билән өзгиришләрни қилғанлиғини көргәндә интайин хошал болисиз.

«ҮГӘНГҮЧИҢИЗГӘ НАПАК АДӘТЛИРИДИН АЙРИЛИШҚА ЯРДӘМ БЕРИҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Нита вә ақсақаллар Джейдқа ишинидиғанлиғини қандақ көрсәтти?

  • Нита Джейдқа қандақ ярдәм қилди?

  • Джейд қандақ қилип Йәһва Худадин ярдәм издиди?