Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

1—7 апрель

ЗӘБУР 23—25

1—7 апрель

22-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ

1. «Йәһва — мениң Падичим»

(10 мин.)

Йәһва Худа бизни йетәкләп, қоғдайду (Зб 23:1—4; w22.01 3, 4-б., 5, 6-абз.)

Йәһва Худа бизни тәминләйду (Зб 23:5; w11 5/1 31-б., 5-абз.)

Падичи қойлириға ғәмхорлуқ қилғандәк, Йәһва Худа Өзиниң хизмәтчилиригиму ғәмхорлуқ қилиду.

ОЙЛИНИП КӨРҮҢ: «Йәһва Худа маңа қандақ ғәмхорлуқ қиливатиду?»

2. Роһий гөһәрләрни издәйли

(10 мин.)

  • Зб 23:3: Һәққаний йолида жүрүш дегән немә вә у йолдин чиқип кәтмәсликкә немә ярдәм бериду? (w11 2/15 24-б., 1—3 абз.)

  • Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?

3. Муқәддәс китапни оқуш

(4 мин.) Зб 23:1—24:10 (th 5-дәрис)

ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ

4. Сөһбәт башлаш

(3 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Йәр йүзиниң вәйран болуватқанлиғини көрүп қайғуруватқан адәмгә Муқәддәс китаптин илһам беридиған бир айәтни оқуп бериң (lmd 2-дәрис, 5-абзац).

5. Қайта йолуқуш

(4 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. «Мәңгү шат-хорам яшаң!» китапчисини алған кишигә Муқәддәс китаптин тәтқиқ дәриси қандақ өткүзүлидиғанлиғини көрситиң (lmd 9-дәрис, 3-абзац).

6. Шагиртларни тәйярлаш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

32-нахша

7. «Ятларниң авази[ға]» қулақ салмаймиз

(15 мин.) Муһакимә.

Қойлар өз падичисиниң авазини тонуйду, шундақла униң кәйнидин әгишип маңиду. Ят бириниң авазини аңлиғанда, улар қечип кетиду (Йоһ 10:5). Шуниңға охшаш, бизму ғәмхорчи һәм ишәнчлик Падичилиримиз — Йәһва Худа билән Әйсаниң — авазни тонуп қулақ салимиз (Зб 23:1; Йоһ 10:11). Бирақ биз «иккийүзлүк сөзләр» билән етиқадимизни аҗизлаштурғуси кәлгән ят авазға қулақ салмаймиз (Пт2х 2:1, 3).

Яритилиш китавиниң 3-бабида йәр йүзидә биринчи қетим ят бир шәхсниң авази аңланғанлиғи тәсвирләнгән. Һава анини аздуруш үчүн Шәйтан әсли ким екәнлигини йошуруп, өзини униң достиға охшаш көрсәтти. У қип-қизил ялған ейтип, Йәһва Худаниң сөзини вә нийитини бурмилиған. Бир ечинарлиғи, Һава ана бу сөзләргә ишинип, өзигә вә аилисигә нурғун азапларни елип кәлди.

Бүгүнки күндиму Шәйтан Йәһва Худа вә Униң тәшкилати тоғрилиқ ялған һәм сәлбий мәлуматларни тарқитишқа тиришмақта. Мошундақ ят авазни аңлиғиниңизда, алди-кәйниңизгә қаримай қечиң! «Немә дәйдикин» дәп қизиқип, бир секундму туруп қалмаң. Шәйтан Һава анинини қанчә сөз билән алдап қойған? (Яр 3:1, 4, 5). Бизни яхши көргән киши ақ нийити билән Йәһва Худаниң тәшкилати тоғрисида сәлбий мәлумат ейтса, немә қилсақ болиду?

«Ятларниң авазини» рәт қилиң намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соални қоюң:

Аписи Йәһва Худаниң тәшкилати тоғрисида сәлбий мәлуматни ейтқанда, Джейд немә қилған? Буниңдин қандақ савақ алимиз?

8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш

(30 мин.) bt-U 8-бап, 1—4 абз., 61, 62-бәтләрдики рамка; btq 8-бап, 1—4 абз., 61, 62-бәтләрдики рамка.

Хуласә (3 мин.) | 33-нахша вә дуа