29 апрель—5 май
ЗӘБУР 34, 35
9-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. «Йәһвани һәр вақитта мәдһийиләймән»
(10 мин.)
Давут еғир синақлардиму Йәһва Худани мәдһийилигән (Зб 34:1; w07 3/1 22-б., 11-абз.)
Давут өзини әмәс, Йәһва Худани мәдһийилигән (Зб 34:2—4; w07 3/1 22-б., 13-абз.)
Давутниң Йәһва Худани мәдһийилигәнлиги униң йенидики адәмләрниң ишәнчисини мустәһкәмлигән (Зб 34:5; w07 3/1 23-б., 15-абз.)
Давут Абимәләктин қутулғандин кейин, чөл-баяванда Саулға аччиқлинип жүргән 400гә йеқин адәм униңға қошулған (С1я 22:1, 2). Давут мошу зәбурни язғанда, шу адәмләрни ойлиған болуши мүмкин (Зб 34).
ОЙЛИНИП КӨРҮҢ: Кейинки болидиған җамаәт учришишида, кимду-бирси билән сөзләшкәндә Йәһва Худани қандақ мәдһийилисәм болиду?
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
-
Зб 34:7: Давут «әтрапиға чедирини тикиду» дегән сөз-ибарини пайдиланғанда, немә тоғрисида ойланған? Буниңдин биз немигә үгинимиз? (w22.01 6-б., 12, 13-абз.)
-
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) Зб 34:1—22 (th 5-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(2 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Вәз қилишқа үлгирәлмәй қелип, сөһбәт аяқлишип қалса (lmd 1-дәрис, 4-абзац).
5. Қайта йолуқуш
(4 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. (lmd 2-дәрис, 4-абзац).
6. Көзқаришиңизни чүшәндүрүш
(5 мин.) Көрүнүш. lff 44-дәрис, 1—3 абз. Муһакимә: «Барлиқ байрамлар Худани хурсән қиламду?» (th 17-дәрис)
138-нахша
7. Җамаәттә Йәһва Худани мәдһийиләшниң үч йоли
(15 мин.) Муһакимә.
Җамаәт учришишлирида Йәһва Худани мәдһийиләшниң яхши мүмкинчилиги бар. Мәдһийиләшниң үч йоли:
Сөзләшкәндә: Башқилар билән сөзләшкәндә Йәһва Худаниң яхшилиқлири һәққидә ейтиң (Зб 145:1, 7). Оқуған яки аңлиған бир мәлумат сизгә пайдилиқ болдиму? Вәз хизмитидә илһам беридиған бир вақиә болдиму? Йәһва Худаниң қандақту бир яратмиси сизни һәйран қалдурдиму? Мошуларниң һәммиси Йәһва Худаниң бизгә бәргән соғиси (Яқ 1:17). Башқилар билән арилишиш үчүн учришишқа сәл бурунирақ келиң.
Изаһ бәргәндә: Һәр бир җамаәт учришишида бир соалға җавап беришкә тиришиң (Зб 26:12). Соалға удул җавап бәрсиңиз болиду яки қошумчә ой-пикирни, айәтни вә сүрәткә чүшәнчә бәрсиңиз болиду. Яки болмиса, билгәнлиримизни әмәлийәттә қандақ қоллинишқа болидиғанлиғини ейтип бәрсиңиз болиду. Сиз җавап беришни халиған соалға башқиларму җавап бериши мүмкин. Шуңа бирнәччә җавап тәйярлап кәлгиниңиз яхши болиду. Әгәр җававиңиз 30 секундтин ешип кәтмисә, нурғунлиримиз «Худаға мәдһийиләш қурванлиғини» берәләймиз (Иб 13:15).
Нахша ейтқанда: Падишалиқ нахшилирини хошаллиқ билән ейтиң (Зб 147:1). Етиқатдашларниң сани көп җамаәтләрдә изаһ берәлмәслигиңиз мүмкин. Лекин дайим нахша ейталайсиз. Һәтта кәспий нахшичи болмисиңизму, җан-дилиңиз билән ейтқан нахшиңиз Йәһва Худаниң қәлбини хошал қилиду (К2х 8:12). Йәһва Худани җамаәттә мәдһийиләш үчүн Падишалиқ нахшилиримизни өйдә мәшиқ қилсиңиз болиду.
Тарихимизниң илгириләш йоли. Ибадитимиздики нахшилар (1-қисим) намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соални қоюң:
Заманавий тарихимизниң бешида Йәһва Худани нахшида мәдһийиләшниң муһимлиғини қандақ көрсәттуқ?
8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) bt-U 9-бап, 1—7 абз., 3-бөлүмгә кириш сөз вә 70-бәттики рамка; btq 9-бап, 1—7 абз., 3-бөлүмгә кириш сөз вә 70-бәттики рамка.