Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

4—10 март

ЗӘБУР 16, 17

4—10 март

28-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ

1. «Йәһва Рәббим, һаятимдики бар яхшилиғим Сениңдин»

(10 мин.)

Йәһва Худаға хизмәт қиливатқан адәмләр билән дост болуш бизгә хошаллиқ елип келиду (Зб 16:2, 3; w18.12 26-б., 11-абз.)

Йәһва Худа билән дост болғанлиғимиз бизни хошал қилиду (Зб 16:5, 6; w14 2/15 29-б., 4-абз.)

Йәһва Худаниң роһий җәһәттин қилған ғәмхорлуғи өзүмизни бехәтәр һис қилишқа ярдәм бериду (Зб 16:8, 9; bh 116-б., 5-абз.)

Биз Давутқа охшаш мәналиқ һаятимиздин һузурлинимиз, сәвәви һаятимиздики әң муһим нәрсә — Йәһва Худаға хизмәт қилиштур.

ОЙЛИНИП КӨРҮҢ: «Йәһва Худани билгәндин кейин һаятим қандақ өзгәрди?»

2. Роһий гөһәрләрни издәйли

(10 мин.)

  • Зб 16:2, 4: Йәһваниң қанун-принциплири һәққидә Давут немә ойлиған вә немә үчүн? (w18.12 27-б., 16-абз.)

  • Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?

3. Муқәддәс китапни оқуш

(4 мин.) Зб 17:1—15 (th 5-дәрис)

ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ

4. Сөһбәт башлаш

(1 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Хатириләш мәрасимиға тәклип қилиш (th 11-дәрис).

5. Сөһбәт башлаш

(3 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Хатириләш мәрасимиға тәклип қилиш. Адәм қизиқиш көрсәтсә, униңға «Әйса пәйғәмбәрниң өлүмини хатириләш» намлиқ видеони тонуштуруп, муһакимә қилиң (th 9-дәрис).

6. Сөһбәт башлаш

(2 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Хатириләш мәрасимиға тәклип қилиш (th 2-дәрис).

7. Шагиртларни тәйярлаш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

148-нахша

8. Хатириләш мәрасимиға қандақ тәйярлиқ қилалаймиз?

(15 мин.) Муһакимә.

Әйса Мәсиһниң буйруғини орунлап, 24-март, йәкшәнбә күни униң өлгән күнини нишанлаймиз. Шу күни Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһниң бебаһа меһир-муһәббитини есимизға алимиз (Лқ 22:19; Йоһ 3:16; 15:13). Мошу алаһидә кәчкә қандақ тәйярлиқ қилсақ болиду?

  • Мошу компаниядә қолуңиздин кәлгиничә адәмләрни мәхсус нутуққа вә Хатириләш мәрасимиға тәклип қилиң. Шундақла шу кәчкә чақиришни халайдиған тонушлириңизниң тизимини йезип қоюң. Әгәр чақирмақчи болған адәм сиздин жирақ яшиса, униңға йеқин йәрдә өтидиған Хатириләш мәрасиминиң өткүзүлидиған вақтини вә җайини jw.org торбетидин тепип бериң.

  • Сиз март яки апрель айлирида ярдәмчи пионер болуш үчүн 15 яки 30 саат чиқирип хизмәт қилишқа мәхсәт қояламсиз?

  • Әйса Мәсиһниң йәрдики һаятиниң ахирқи һәптисидә болған муһим вақиәләрни 18-марттин башлап оқалайсиз. 6, 7-бәтләрдики «Хатириләш мәрасимигә мунасивәтлик Муқәддәс китапни оқуш җәдвилигә (2024-жил)» қарап, күнигә қанчә айәт оқалайдиғанлиғиңизни өзүңиз таллаң.

  • Хатириләш мәрасимини нишанлайдиған күни jw.org торбетидә ейтилидиған әтигәнлик ибадәт программисини көрүң.

  • Хатириләш кечигә кәлгән меһманларни вә паалсиз болуп қалған җакалиғучиларни иллиқ чирай билән қарши елиң. Әгәр бири соал қойса, җавап беришкә тәйяр болуң. Уларниң қизғинлиғи совуп кәтмәслиги үчүн алақилишиш йоллирини издәң.

  • Хатириләш мәрасимиғичә һәм униңдин кейинму төләм тоғрисида ойлиниң.

«Әйса пәйғәмбәрниң өлүмини хатириләш» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соални қоюң:

Бу видеони компаниядә қандақ қоллансақ болиду?

9. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш

(30 мин.) bt-U 6-бап, 18—24 абз., 48-бәттики рамка; btq 6-бап, 18—24 абз., 48-бәттики рамка.

Хуласә (3 мин.) | 137-нахша вә дуа