8—14 апрель
ЗӘБУР 26—28
29-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. Давут нуқсансизлиғини қандақ мустәһкәмлигән?
(10 мин.)
Давут Йәһва Худадин жүригини тазилишини өтүнгән (Зб 26:1, 2; w20.02 15-б., 9-абз.)
Давут яман адәмләрдин нери жүргән (Зб 26:4, 5; w18.10 7-б., 15-абз.)
Давут Йәһва Худаға ибадәт қилишни яхши көргән (Зб 26:8; w04 12/1 16-б., 17, 18-абз.)
Давут бирнәччә қетим хата өткүзсиму, униң қәлби пак болған (П1я 9:4). Давут Йәһва Худани яхши көрүп, Униңға җан-дили билән хизмәт қилған. Шуниң үчүн униң Худаға болған садақәтмәнлиги һәммисигә рошән еди.
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
-
Зб 27:10: Йеқин достуңиз сатқунлуқ қилса, мошу айәт сизгә қандақ илһам-мәдәт бериду? (w22.06 17-б., 13-абз.)
-
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) Зб 27:1—14 (th 2-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(2 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. «Тәлим бериш қураллиридин» бир варақчини қоллиниң (th 3-дәрис).
5. Қайта йолуқуш
(4 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Илгири барғанда қалдуруп кәткән варақчиниң ахирқи бетидики соални муһакимә қилиң. Кейин jw.org торбетигә кирип, у йәрдә немиләр бар екәнлигини көрситиң (lmd 9-дәрис, 3-абзац).
6. Нутуқ
(5 мин.) lmd 3-абзац, 1-қошумчә мәлумат. Мавзуси: «Йәр шари муһити қайта әслигә кәлтүрүлиду» (th 13-дәрис).
24-нахша
7. Әхлақий тазилиқни сақлап жүргән яшлар
(15 мин.) Муһакимә.
Мәсиһий яшлар әхлақий тазилиқни сақлаш үчүн күришиши керәк. Улар мукәммәлсизлик билән күришип вә урғуп турған яшлиқ баһарида җинсий алақидә болуш хаһиши күчәйгәнликтин, өзлирини пак тутуп, тоғра иш һәрикәт қилиш қийин болуши мүмкин (Рм 7:21; К1х 7:36). Уларға башқа яшлар гетеросексуаллиқ яки гомосексуаллиқ җинсий алақидә болушқа бесим қилиши мүмкин (Әф 2:2). Биз әхлақий тазилиқни сақлап келиватқан яшлиримиздин пәхирлинимиз.
«Өсмүрләрниң һаяти. Җинсий алақә қилиш бесимиға қандақ қарши туралаймән?» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соалларни қоюң:
-
Кори билән Камрин қандақ бесимға учриған?
-
Уларниң садиқ болуп қелишиға немә ярдәм бәргән?
-
Мошуниңға охшаш вәзийәтләрдә Муқәддәс китаптики қайси принцип сизгә ярдәм берәләйду?
8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) bt-U 8-бап, 5—12 абз.; btq 8-бап, 5—12 абз.