МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Төләм тирилишкә үмүт-ишәнчә бериду
Хатириләш кечи — төләм түпәйлидин мүмкин болған келәчәктики бәрикәтләр һәққидә мулаһизә қилиш үчүн интайин қолайлиқ вақит. Шу бәрикәтләрниң бирси — тирилдүрүлүш. Йәһва Худаниң ирадисигә бенаән, адәмләр һечқачан өлмәслиги керәк еди. Шу сәвәптин йеқинимиз қайтиш болғанда, биз чоңқур қайғу-һәсрәткә чөкүмиз (К1х 15:26). Шагиртлири Лазарниң өлүмигә бағлиқ һәсрәт чәккәндә, Әйса Мәсиһ уларға қаттиқ ечинған (Йоһ 11:33—35). Әйса Мәсиһ Атисиниң шәхсини мукәммәл рәвиштә әкс әттүргәнликтин, бизниң өлүп кәткән йеқинлиримиз үчүн қайғуруватқанлиғимизни көрүш Яратқучини азаплайдиғанлиғиға гуманланмаймиз (Йоһ 14:7). Пәрвәрдигар Өзиниң өлүп кәткән хизмәтчилирини тирилдүридиғанлиғини тақәтсизлик билән күтмәктә. Бизму буниңға чәксиз тәшна (Ап 14:14, 15).
Йәһва тәртипниң Худаси болғанлиқтин, тирилиш тәшкилий йосунда болиду дәп пәрәз қилиш әқилгә мувапиқтур (К1х 14:33, 40). Дәпин мәрасимлирини өткүзүшниң орниға тирилгәнләрни қарши алимиз. Сиз тирилиш һәққидә мулаһизә қиламсиз, болупму һаза тутқан чағда? (К2х 4:17, 18). Алла тәалаға төләм бәргәнлиги үчүн вә Муқәддәс китапта тирилиш тоғрилиқ һәқиқәтни ечип бәргәнлиги үчүн миннәтдарлиқ билдүрәмсиз? (Кл 3:15).
-
Достлириңиз вә туққанлириңизниң арисидин кимниң тирилишини алаһидә тәшналиқ билән күтүватисиз?
-
Муқәддәс китаптики қайси қәһриманлар билән тонушушни вә сөһбәтлишишни алаһидә халайсиз?