ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ
Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. Журналға өз тәвсийәңизни қураштуруң
БУ НЕМИШКӘ МУҺИМ? Иш дәптиридә кәлтүрүлгән тәвсийәләр әдәбиятларни қандақ тәғдим қилишқа болидиғанлиғини көрситиду. Амма тәвсийәләр қисқичә берилиду, шуңа уларни өзүмизниң сөзлиримиз билән ейтип беришимиз керәк. Бәлким, сиз хизмәттә башқа усулни қоллинишни халайдиғансиз яки яшаватқан йериңиздики адәмләрниң қизиқишини ойғитидиған башқа мавзуға диққәт ағдурушни қарар қилисиз. Шундақ болса, журнални оқуп, тәвсийә үлгилирини вә видеони көрүп чиққандин кейин, өзүңизниң тәвсийәңизни қураштуруш үчүн төвәндики мәслиһәтләрни пайдилансиңиз болиду.
БУНИҢ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШ КЕРӘК?
Өзүңиздин: «Кәлтүрүлгән тәвсийәләрниң бирсини қоллинишни халаймәнму?» дәп сораң
ҺӘ
-
Кириш сөзләрни тәйярлаң. Течлиқ-аманлиқ сорашқандин кейин, кәлгән мәхситиңизни қисқичә ейтиң (Мәсилән, мундақ десиңиз болиду: «Мән. . . үчүн кәлдим».)
-
Соалдин айәткә вә айәттин әдәбиятқа қандақ өтүшкә болидиғанлиғи һәққидә ойлинип көрүң (Мәсилән, айәтни оқуштин бурун: «Бу соалниң җавави мону йәрдә йезилған» дәп ейтсиңиз болиду.)
ЯҚ
-
Журналдин өзүңизни вә сиз яшайдиған җайдики адәмләрни қизиқтуридиған мавзуни таллавелиң
-
Адәмни ойландурушқа дәвәт қилип, сөһбәт башлаш үчүн униңға қандақ соал қоюшқа болидиғанлиғини ойлинип көрүң. Амма уни нақолай әһвалға қоюштин пәхәс болуң (Мәсилән, журналниң иккинчи бетидә берилгән соалларни пайдилиниң.)
-
Оқуп беридиған айәтни таллавелиң. (Әгәр сиз «Ойғиниңлар» (қаз.) журналини көрсәтмәкчи болсиңиз, айәтни оқуш яки оқумаслиқни өзүңиз қарар қилисиз. Сәвәви бу журнал Муқәддәс китапни яхши билмәйдиған вә диндар әмәс адәмләргә арналған.)
-
Адәмгә мошу мақалиниң қандақ пайда-мәнпәәт әкелидиғанлиғини қисқичә ейтип бериң
Қандақ җавапни таллисиңизму...
-
Қайта йолуққанда җавап беридиған соални тәйярлаң
-
Қайта йолуққанда немә тоғрилиқ сөһбәтлишидиғанлиғиңизни йезип қоюң