ӘСТӘР 6—10
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ |Әстәр Йәһва Худа вә Униң хәлқи үчүн җенини пида қилишқа тәйяр болған
Әстәр Йәһва вә Униң хәлқини җанпидалиқ һәм җасарәтлик билән қоғдиди.
8:3—5, 9
-
Әстәр билән Мордикай хәвп-хәтәрсиз яшавататти. Амма чапармәнләр Һаманниң барлиқ йәһудийларни қириветиш тоғрилиқ пәрманини империяниң җай-җайлириға йәткүзүвататти.
-
Әстәр йәнә бир қетим бешини тәвәккәлгә тикип, падишаниң һузуриға тәклипсиз кирди. У падишадин бу дәһшәтлик пәрманни бекар қилишни өтүнүп, өз хәлқи үчүн зар жиғлиди
-
Падиша тәстиқлигән қанунларни күчидин қалдуруш мүмкин әмәс еди. Шуңа падиша Әстәр билән Мордикайға йеңи қанун чиқиришқа һоқуқ бәрди
Йәһва Худа өз хәлқигә бүйүк ғалибийәтни һәдийә қилди
8:10—14, 17
-
Йәһудийләргә өзлирини мудапиә қилиш һоқуқини беридиған иккинчи пәрман чиқирилди
-
Чапармәнләр империяниң җай-җайлириға әвәтилди вә йәһудийлар урушқа тәйярлинишқа башлиди
-
Нурғун адәмләр мошу әһвал арқилиқ Худаниң илтипатини көрди һәм йәһудий динини қобул қилди