МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Аилиңизгә Йәһвани әстә тутушқа ярдәм бериң
Йәрәмия пәйғәмбәр йәһудийларни Худаси Йәһвани унтуғини үчүн йеқинлишиватқан апәт һәққидә әскәртиш керәк болди (Йр 13:25). Улар қандақларчә мундақ қайғулуқ роһий әһвалға йәтти? Исраиллиқ аилиләр роһий кәйпиятини йоқитип қойди. Сәвәви аилә башлири Йәһваниң Қанун шәрһи 6:5—7 айәтләрдики рәһбәрлигигә итаәт қилмиған охшайду.
Бүгүнму роһий мустәһкәм аилиләр җамаәтниң роһий кәйпиятини сақлап қелишқа һәссә қошиду. Аилә башлири дайим аиләвий ибадәтни өткүзүш арқилиқ аилисиниң Йәһвани унтумаслиғиға ярдәм бериду (Зб 22:27). «Бу сөзләр қәлбиңдә болсун. Аилиләр билән сөһбәт» (рус) намлиқ видеони көрситип болғандин кейин, мону соалларға җавап бериңлар:
-
Аиләвий ибадәткә тегишлик көпинчиси учришидиған қийинчилиқлар билән бәзибир аилиләр қандақ күрәшкән?
-
Аиләвий ибадәтни турақлиқ һәм мәналиқ өткүзүп турушниң мукапати қандақ?
-
Аиләвий ибадәтни өткүзүштә мән қандақ қийинчилиқларға дуч келимән? Уларни қандақ һәл қилсам болиду?