Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | МӘТТА 25

«Һошияр болуңлар»

«Һошияр болуңлар»

25:1—12

Гәрчә Әйса он қиз һәққидики мисални майланған әгәшкүчлиригә қарита ейтқан болсиму, асасән у хәвәр һәммә мәсиһийләргә тегишлик (w15-U 15.3 12—16 б.). «Шуңлашқа һошияр болуңлар, чүнки йә күнини, йә саатини билмәйсиләр» (Мт 25:13). Әйсаниң мисалини чүшәндүрүп берәләмсиз?

  • Жигит (1-айәт): Әйса

  • Пәм-парасәтлик қизлар яхши тәйярлиқ қилған (2-айәт): вәзиписини садиқ атқурушқа тәйяр турған вә ахириғичә йоруқлуқлиридәк парлайдиған майланған мәсиһийләр (Фп 2:15).

  • «Жигит келиватиду!» дегән аваз (6-айәт): Әйсаниң һазир болушиниң дәлили

  • Әқилсиз қизлар (8-айәт): жигитни күтүшкә чиққан, амма һошиярлиқни вә садиқлиғини сақлап қалмиған майланған мәсиһийләр

  • Пәм-парасәтлик қизлар мейи билән бөлүшүштин баш тартиду (9-айәт): ахирқи мөһүр бесилғандин кейин, садиқ майланғанлар садақәтмәнликни сақлалимиған кишиләргә ярдәм берәлмәйду, сәвәви интайин кәч қалди

  • «Жигит келип қапту» (10-айәт): бүйүк апәт йеқинлишип қалғанда, Әйса һөкүмини әмәлгә ашуруш үчүн келиду

  • Пәм-парасәтлик қизлар жигит билән той мәрикисигә киргәндә, уларниң кәйнидин ишик йепилиду (10-айәт): Әйса майланғанларни асманға жиғиду, амма садақәтмәнлигини сақлап қалмиғанлар асмандики мукапитидин айрилип қалиду