Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | МӘТТА 20, 21

«Ким араңларда улуқ болғуси кәлсә, әксичә силәргә хизмәткар болуши лазим»

«Ким араңларда улуқ болғуси кәлсә, әксичә силәргә хизмәткар болуши лазим»

20:28

Тәкәббур Тәврат устазлири вә пәрисийләр «базар мәйданида» адәмләрниң етибарини өзлиригә җәлип қилишни вә салам елишни яхши көргән

Тәкәббур Тәврат устазлири һәм пәрисийләр башқиларға тәсират қалдуруп, атақлиқ болғуси кәлгән (Мт 23:5—7). Әйса улардин пәриқләнгән. «Инсан Оғлиму униңға хизмәт қилсун дәп кәлмиди, лекин өзи хизмәт қилиш» үчүн кәлгән (Мт 20:28). Биз хизмитимизниң пәқәт башқиларниң көзигә чүшидиған вә шөһрәт кәлтүридиған саһалирида мувәппәқийәтлик болушқа интилимизму? Әгәр биз Худаниң көз алдида улуқ болушни халисақ, Әйсаға тәқлит қилип, қолумиздин кәлгиничә башқиларға ярдәм беримиз. Адәттә шундақ ишлар адәмләрниң көзигә көринмисиму, Йәһваниң нәзәридин сирт қалмайду (Мт 6:1—4). Кәмтәр хизмәтчи:

  • Ибадәт өйини яхши һаләттә тутиду

  • Яшанғанларға вә башқиларға ярдәм бериштә тәшәббус көрситиду

  • Падишалиқ мәнпәәтлирини маддий җәһәттин қоллайду