Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. Хәт йезиш

Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. Хәт йезиш

БУ НЕМӘ ҮЧҮН МУҺИМ? Паул он төрт хәт язған. Коринтлиқларға йезилған 1-хәт шуларниң арисидики бири. У бу хәтни Коринт шәһиридә яшайдиған етиқатдашларни илһамландуруш үчүн язған. Адәттә бир киши хәт язғанда, сөзләрни еһтиятчанлиқ билән таллайду вә бу хәтни тапшурувалған адәм уни қайта-қайта оқалайду. Шуңа уруқ-туққанларға вә тонушларға гувалиқ беришниң яхши бир йоли — хәт йезиш. Адәмләр билән үзму үз сөзлишәлмисиңиз, шу чағда хәт йезиш арқилиқ гувалиқ берәләйсиз. Мәсилән, бир киши қизиқиш көрсәтсә, уни йоқлап барғанда, у өйдә йоқ болуп қелиши мүмкин. Чүнки районимиздики бәзи кишиләр билән көрүшүш қийин. Сәвәви улар бехәтәрлиги алаһидә қоғдилидиған беналарда, қоршалған мәһәлиләрдә яки жирақ җайларда туриду. Ундақта, хәтни натонуш адәмләргә язғанда, немини әстә тутушиңиз керәк?

БУНИҢ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШ КЕРӘК?

  • Адәмгә немә ейтмақчи болғиниңизни йезиң. Башта өзүңизни тонуштуруп, немә сәвәптин хәт йезиватқанлиғиңизни ениқ чүшәндүрүң. Адәмләрни торбетимиздики қизиқтуридиған мавзуларниң бирини таллап, йезиң. Кейин торбетимиздики Муқәддәс китапқа асасланған тәтқиқ қилиш әдәбиятлириниң биридин бәзи мавзуларни таллап, уларни торбәткә киришкә дәвәт қилиң. Хетиңизгә алақилишиш карточкисини, тәклипнамини яки варақчини қистирип қойсиңиз болиду

  • Қисқичә йезиң. Адәмни зериктүрүп қоймаслиғиңиз үчүн хетиңиз узун болмисун (хәт үлгисигә қараң.)

  • Йезилишини тәкшүрүң. Хетиңиз раван, чүшинишлик, иҗабий болсун, һөрмитиңиз вә достанилиғиңиз көрүнсун. Хәтни почтидин әвәтмәкчи болсиңиз, маркиларниң йетәрлик болушиға көңүл бөлүң