Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Хәт йезиш үлгиси

Хәт йезиш үлгиси
  • Өзүңизниң адресиңизни йезиң. Әгәр өз адресиңизни йезишни дурус көрмисиңиз, ақсақалларниң рухсити билән ибадәт өйиниң адресини язсиңиз болиду. Бирақ ҺӘРГИЗМУ филиалниң (Бәйтәл) адресини йезишқа болмайду.

  • Әгәр адәмниң исмини билсиңиз, уни йезип қоюң. Шундақ қилсиңиз, сизниң хетиңиз қандақту бир сода-сетиқ елани билән бағлиниши йоқ екәнлигини чүшиниду.

  • Шундақла хетиңизниң грамматикисиға вә имласиға һәм тиниш бәлгүлиригә диққәт ағдуруң. Хетиңиз чирайлиқ болсун. Қалаймиқан һәм рәтсиз язмаң. Қол билән язған хетиңиз оқушқа асан болуши керәк. Хәт язғанда бәкму ағзаки яки бәкму әдәбий сөзләрни ишләтмәң.

Жуқурида кәлтүрүлгән нухтилар үлгә хетидә көрситилгән. Бу хәт үлгисини көчиривелишниң һаҗити йоқ. Туриватқан йериңизниң әһвалиға вә урп-адитигә мас хәт йезиң.