КОРИНТЛИҚЛАРҒА 1-ХӘТ 4—6
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ |Кичиккинә хемиртуруч пүтүн хемирни болдуралайду
5:1, 2, 5—11, 13
Җамаәттин чиқирилиш чариси шунчә көп азап елип кәлсә, уни меһир-муһәббәтлик чарә дәп ейтишқа боламду?
Бу чарә арқилиқ кимләргә меһир-муһәббәт көрситилиду:
-
Йәһваға вә Униң исмиға меһир-муһәббәт көрситилиду (Пт1х 1:15, 16)
-
Җамаәткә, чунки уни меһир-муһәббәт ичидә сақлайду вә яман тәсирдин қоғдайду (К1х 5:6)
-
Гунакар адәмгә, чунки бу арқилиқ униңға өз хаталиғини чүшинишигә ярдәм бериду (Иб 12:11)
Җамаәттин чиқирилған адәмниң аилидики әзалирини қандақ қоллап-қувәтләләйсиз?