МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Қизиққучиларни видеониң ярдими билән үгитиң
Видеолар, рәсимләр, җәдвәлләр вә хәритиләр адәмләрниң диққитини җәлип қилип, қизиққучиларға алған билимни чүшинишкә вә есидә сақлашқа ярдәм бериду. Бизниң асмандики Устазимиз Йәһва Худа бизгә муһим савақларни бәрмәкчи болғанда, көрүш сезимигә тәсир қилидиған нәрсиләрни ишләткән (Яр 15:5; Йр 18:1—6). Улуқ Устаз Әйсаму шундақ қилған (Мт 18:2—6; 22:19—21). Йеқинқи бирнәччә жилларда, видеолар көрүш сезимигә тәсир қилидиған әң үнүмлүк қуралларниң бири болуватиду. Адәмләрни үгәткәндә, сиз видеоларни маһирлиқ билән ишлитиватамсиз?
«Худадин кәлгән хуш хәвәр!» дегән китапчә үчүн он видео тәйярланған. Бу китапчида қениқ йезилған соалларниң биригә бир видеониң нами мас келиду. Һәрбир саваққа мас видеони қачан көрситиш керәклигини әскәртидиған уланма электронлуқ қурулмида көрситилгән. Шундақла, һәрбир тәлим бериш қураллиримиз үчүн видеолар чиқирилған.
Бәлким сиз үгәнгүчи билән қийин мавзуни мулаһизә қиливатқан болушиңиз яки у қандақту бир синаққа дуч келиватқанду. Шундақ вәзийәттә, сиз jw.org® торбетидин яки JW Broadcasting® телевизиясидин униңға ярдәм беридиған видеоларни издәп көрүң. Мүмкин болса, қизиққучи билән шу видеоларниң бирини биллә көрүп, мулаһизә қилиң.
Һәр айда йеңи видеолар чиқирилиду. Сиз бу видеоларни көргәндә, уларни үгинишләрдә қандақ пайдилинишқа болидиғанлиғи һәққидә ойлап көрүң.