Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | РИМЛИҚЛАРҒА 12—14

Мәсиһийләргә хас меһир-муһәббәтни көрситиш немини билдүриду

Мәсиһийләргә хас меһир-муһәббәтни көрситиш немини билдүриду

12:10, 17—21

Бизни бирси хапа қилса, меһир-муһәббәт бу адәмни пәқәт кәчүрүпла қоймай, бәлки униңға яхшилиқ қилишқа дәвәт қилиду. Римлиқларға 12:20дә: «Әгәр дүшминиң ач болса, уни тойдур, уссиған болса, услуғини қандур, чүнки мошундақ қилип, сән униң бешиға ялқунлиған чоғларни топлайсән»,— дәп йезилған. Бирси яман муамилә қилса, амма сиз бәри бир униңға яхшилиқ қилсиңиз, вақит өтүп у сизни хапа қилғанлиғи үчүн пушайман қилиши мүмкин.

Сиз бирсини хапа қилип қойғанда, у сизгә бәри бир яхшилиқ қилғанлиғидин өзүңизни қандақ һис қилаттиңиз?