Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЯРИТИЛИШ 29, 30

Яқупниң өйлиниши

Яқупниң өйлиниши

29:18—28

Яқуп нека қурғанда қандақ қийинчилиқларға дуч келидиғанлиғини алдин-ала билмигән. Униң аяллири Рәһилә билән Лия бир-биригә қарши болған (Яр 29:32; 30:1, 8). Бирақ шундақ қийинчилиқларға қаримастин, Яқуп Йәһваниң униңға көрсәткән яр-йөлигини һис қилған (Яр 30:29, 30, 43). Нәтиҗидә, униң әвладидин Исраил хәлқи пәйда болған (Рт 4:11).

Бүгүнки күндә той қилмақчи болғанлар қийинчилиқларға дуч келиду (К1х 7:28). Шундақ болсиму, улар Йәһва Худаға тайинип, Муқәддәс китап принциплирини әмәлийәттә қолланса, бәхит-саадәткә еришәләйду (П.н 3:5, 6; Әф 5:33).