Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

16—22 март

ЯРИТИЛИШ 25, 26

16—22 март

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ

  • «Әсав тунҗилиқ һоқуқини сетивәтти» (10 мин.)

    • Яр 25:27, 28: Әсав билән Яқуп гезәк болсиму, бир-биригә охшимай, һәрхил ишлар билән шуғулланған (it «Яқуп», 3-абз.)

    • Яр 25:29, 30: Әсавниң қосуғи бәк ачқанлиқтин вә һерип қалғанлиқтин, өзини туталмай һәвәслиригә берилип кәткән

    • Яр 25:31—34: Миннәтдарсиз болған Әсав тунҗа оғуллуқ һоқуқини иниси Яқупқа бир қача тамақ үчүн сетивәткән (w19.02 16-б, 11-абз.; it «Тунҗа оғул», 2-абз.)

  • Роһий гөһәрләрни издәйли (10 мин.)

    • Яр 25:31—34: Бу вақиә Мәсиһниң әҗдади болуш үчүн әр кишиниң чоқум тунҗа оғул болуши шәрт болғанлиғини испатламду? (Иб 12:16; w18.02 32-б., 3—5 абз.)

    • Яр 26:7: Немә үчүн Яқуп бу вәзийәттә толуқ һәқиқәтни ейтмиған? (it «Ялған», 7-абз.)

    • Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридин Йәһва Худа, вәз хизмити яки башқа мавзулар һәққидә қандақ роһий гөһәрләрни таптиңиз?

  • Муқәддәс китапни оқуш: (4 мин. яки униңдин азирақ) Яр 26:1—18 (th 5-дәрис)

ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ

  • Биринчи қайта йолуқуш видеоси. (5 мин.) Муһакимә. Видеони көрситип, төвәндики соалларни қоюң: Өй егисиниң соалға җавап берәлмәй, хиҗил болуп қалмаслиғи үчүн немә қилсақ болиду? Вәз ейтқучи Мәтта 20:28гә асасән, қандақ мулаһизә қиливатиду?

  • Биринчи қайта йолуқуш. (4 мин. яки униңдин азирақ) Биринчи бәттики сөһбәт үлгисини қоллиниң (th 3-дәрис).

  • Биринчи қайта йолуқуш. (4 мин. яки униңдин азирақ) Биринчи бәттики сөһбәт үлгиси билән башлаң. Кейин өй егисигә «Муқәддәс китап тәлимлири» китавини көрситиң (th 15-дәрис).

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

  • 40-нахша

  • «“Хуш хәвәр” китапчисиниң ярдими билән үгиниш өткүзгәндә, видеоларни ишлитиң». (15 мин.) Муһакимә. «Өлгәнләр қандақ һаләттә?» вә «Худа немә үчүн азап-оқубәтләргә йол қойиду?» намлиқ видеоларни көрситиң. Һәрбир видеони көрситип болғандин кейин төвәндики соалларни сораң: «Хуш хәвәр» китапчисиниң ярдими билән үгиниш өткүзгәндә бу видеони қандақ ишлитәләйсиз? (mwb19.03 7-б.) Башқилар билән үгиниш өткүзиватқанда, бу видеодики қандақ пайдилиқ ойларни ишлитәләйсиз? «Хуш хәвәр» китапчисиниң электронлуқ нусхисида видеоларға уланмилар бар екәнлигини һәммисиниң есигә селиң.

  • Муқәддәс китапни җамаәттә үгиниш: (30 мин.) jy-U 108-бап; jyq 108-бап

  • Хуласә (3 мин. яки униңдин азирақ)

  • 50-нахша вә дуа