Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Мән кимни тәклип қилимән?

Мән кимни тәклип қилимән?

Һәр жили биз адәмләрни Хатириләш мәрасимиға тәклип қилиш үчүн алаһидә күч чиқиримиз. Биз пәқәт тонуш адәмләрнила әмәс, натонуш адәмләрниму чақиримиз. Адәттә тәклипнамини тонуш адәмдин алған кишиләр мәрасимға келиду (yb08-U 11-б., 3-абз; 14-б., 1-абз.). Сиз кимләрни тәклип қилалайсиз?

  • Уруқ-туққанларни

  • Хизмәтдашларни яки синипдашларни

  • Холум-хошниларни

  • Қизиққучиларни вә бурун Муқәддәс китапни үгәнгәнләрни һәм һазир үгиниватқанларни

Шундақла, ақсақаллар җамаәткә кәлмәйватқан яки вәз қилмайватқан етиқатдашлиримизни тәклип қилиду. Әгәр сиз тәклип қилидиған кишиләр җирақ йәрдә турса, немә қилсиңиз болиду? Сиз шу кишиниң туридиған йеридә Хатириләш мәрасимниң өтидиған җайи вә вақтини билиш үчүн торбетимиздин «БИЗ ҺӘҚҚИДӘ», «Хатириләш мәрасими» дегән йәргә кириң. Бу жили Хатириләш мәрасимға тәйярлиқ қилғанда, кимләрни тәклип қилидиғанлиғиңизни ойлап, кейин уларни чақириң.