МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Меһир-муһәббитиңлар үчүн Йәһва Худаға рәхмәт ейтимиз
Салоникидики қериндашлар қийинчилиқларға қаримастин етиқатдашларға меһир-муһәббәт көрсәткән (Сл2х 1:3, 4). Бүгүнки күндиму Йәһва Худаниң хәлқи дуния йүзидики қериндашлириға шундақ меһир-муһәббәт көрсәтмәктә. «Ихтиярий ианилириңиз қандақ ишлитилиду» дегән бир қатар мақалиләрдә ианилириңлар бу қийин вақитта қериндашларға қандақ ярдәм беридиғанлиғи йезилған. Мәртлик һәм меһир-муһәббитиңлар үчүн көп рәхмәт.
«БИЗ СИЛӘР ҮЧҮН ХУДАҒА МИННӘТДАРМИЗ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
• Ианилиримиз қандақ ишлар үчүн қоллинилиду?
• Муһтаҗ болған қериндашларға пул тәрәптин қандақ ярдәм берәләймиз? (Шундақла jw.org торбетидики «Избыток восполняет недостаток» намлиқ мақалигә қараң.)