МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Муқәддәс роһниң ярдими билән орунланған еғир тапшуруқ
Тарих давамида Худаниң хизмәтчилири һәйран қаларлиқ ишларни өз күчи билән әмәс, Йәһва Худаниң ярдими билән қилған. 1954-жили Йәһва Худаниң тәшкилати «Йеңи дуния җәмийити һәрикәт қилмақта» дегән фильмни ишләп чиқарған. Бу чоң иш пәқәт Йәһва Худаниң муқәддәс роһиниң ярдими арқилиқ әмәлгә ашти. Чүнки бу фильмни чиқарғанларниң көпинчиси һечқачан фильм чиқирип көрмигән бәйтәлликләр еди. Буниңдин ениқ көримизки, әгәр Йәһваға таянсақ, һәрқандақ ишни утуқлуқ орунлалаймиз (Зк 4:6).
«ЙЕҢИ ДУНИЯ ҖӘМИЙИТИ ҺӘРИКӘТ ҚИЛМАҚТА» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Немә үчүн Дуниявий баш идарә тоғрилиқ фильмни ишләп чиқириш қарар қилинди?
-
Бәйтәлликләр бир тәндәк һәрикәт қилидиғанлиғи фильмда қандақ көрситилди? (К1х 12:14—20)
-
Бурадәрләр фильмни ишләп чиқиришта қандақ қийинчилиқларға учрашти вә уларни қандақ йәңди?
-
Йәһва Худаниң муқәддәс роһи тоғрилиқ немини үгәндиңиз?