Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Қутулуп қелишимизға ишәшлик болайли

Қутулуп қелишимизға ишәшлик болайли

Йеқин арида Йәһва Худаниң бу дунияға болған сәвир-тақитиниң ахири келиду. Ялған динлар вәйран қилиниду, дөләтләр иттипақи Худаниң хәлқигә қарши чиқиду, Йәһва Худа болса, рәзилләрни Армагедонда йоқ қилиду. Әйсаниң әгәшкүчилири бу муһим вақиәләрни төрт көзи билән күтмәктә.

Әлвәттә, дәһшәтлик балаю апәт тоғрилиқ тәпсилий һеч немә билмәймиз. Мәсилән, униң қачан келидиғанлиғи ениқ әмәс. Сәясий күчләр динға қилған һуҗумини ақлаш үчүн қандақ сәвәпләрни тапидиғанлиғини билмәймиз. Дөләтләр иттипақи Худаниң хәлқигә қандақ һуҗум қилидиғанлиғини вә бу қанчә вақитқа созулидиғанлиғини билмәймиз. Йәһва Худаниң Армагедонда яманларни йоқ қилишқа немини қоллинидиғанлиғиму ениқ әмәс.

Қандақла болмисун, Язмиларда бизгә келәчәккә ишәнч вә җасарәт билән қарашқа һәммә мәлуматлар бар. Мәсилән, биз «ахирқи күнләрдә» яшаватқанлиғимизни билимиз (Т2х 3:1). Һәқиқий дин йоқап кәтмәслиги үчүн, ялған динларға һуҗум қилидиған вақит «қисқартилиду» (Мт 24:22). Йәһва Худа Өз хәлқини чоқум қутулдуруп қалиду (Пт2х 2:9). Йәһва Худа рәзилләрни йоқ қилип, зор бир топ халайиқни Армагедонда аман қалдуруши үчүн «Садиқ вә Һәққаний» болған шәхскә тапшурған (Вһ 19:11, 15, 16).

Адәмләр келәчәктики вақиәләрни көрүп, «қорққанлиғидин һошини йоқитиду». Биз болсақ, Йәһва Худаниң өтмүштә хизмәтчилирини қандақ сақлап қалғанлиғи вә Муқәддәс китапта келәчәктики вақиәләр һәққидә немә ейтилғанлиғини оқуп, чоңқур ойлиниш арқилиқ қәддимимизни руслап, бешимизни көтүрүп, аман қелишимизға аз қалғанлиғиға ишәнчлик билән қаралаймиз (Лқ 21:26, 28).