Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Йәһва Худа дуалиримизни қәдирләйду

Йәһва Худа дуалиримизни қәдирләйду

Худаниң қулиғиға хуш яқидиған дуалар ибадәтханида Йәһва Худаниң алдида дайим көйдүрүлгән хушпурақ исриққа охшайду (Зб 141:2). Әрштики Атимизға болған муһәббитимиз вә миннәтдарлиғимизни билдүрүп, көңлүмиздики қийинчилиқларни вә арзу-тиләклиримизни ейтип бәрсәк вә көрсәтмиләрни сорисақ, Униң билән болған достлуғимизни қәдирләйдиғанлиғимизни көрситимиз. Әлвәттә, Йәһва Худа учришишлиримиздики қисқичә аммивий дуаларни ибадитимизниң муһим бир қисми дәп қарайду. Амма шәхсий дуалиримизда узақ сөзлишип ич-бағримизни төксәк, Йәһва Худа қанчилик хошал болиду! (П.н 15:8).

«ДУА ҺАЯТИМДА МУҺИМ ОРУННИ ЕГИЛӘЙДУ» ДЕГӘН ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Джонсон бурадәрниң қандақ вәзипилири болған?

  • Джонсон бурадәр дуа қилип Йәһва Худаға қандақ таянди?

  • Джонсон бурадәрниң мисалидин қандақ савақ алдиңиз?