МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Йәһва Худа еғир әмгигиңларни унтумайду
Бәзидә башқилар бизниң қилған яхшилиғимизни қәдирлимәй, унтуп қалғандәк көриниду. Йәһва Худачу? Бизниң миннәтдар Худайимиз Униңға сәмимийлик билән қилған хизмитимизни һәргиз унтуп қалмайду. Һәтта начар тән-саламәтлигимиз болғанлиқтин, бурунқидәк көп хизмәт қилалмисақму, Йәһва Худа бизни һечқачан ташлап кәтмәйду (Иб 6:10).
«ЙӘҺВА ХУДА УНТУМАЙДУ» ДЕГӘН ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Хипишмән бурадәр Йәһва Худаға хизмәт қилишта һәртүрлүк вәзипиләрни орунлаш үчүн қандақ күч чиқарған?
-
Аяли түгәп кәткәндә вә яшинип қалғанлилқтин бурунқидәк көп хизмәт қилалмиғанда, Йәһва Худа Хипишмән бурадәрни унтуп қалмиғанлиғини қандақ көрсәтти?
-
Немә үчүн Хипишмән бурадәрниң толуқ вақитлиқ хизмити уни мол бәрикәтләргә ериштүрди дәп ейтсақ болиду? (П.н 10:22).