Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Худаниң хәлқиниң абройиға қошқан һәссәм

Худаниң хәлқиниң абройиға қошқан һәссәм

Адәмләр Йәһва гувачилириниң жүрүш-турушиға диққәт қилиду (К1х 4:9). Шуңа өзүмиздин: «Мениң жүрүш-турушим вә сөзлирим Йәһва Худаға шан-шәрәп әкеләмду?»— дәп соришимиз мүмкин (Пт1х 2:12). Биз Йәһва гувачилириниң нурғун жиллар давамида яхши нам-абройға еришкән унваниға дағ кәлтүрүшни халимаймиз (Вз 10:1).

Төвәндики кәлтүрүлгән вәзийәтләрдә мәсиһийләр қандақ һәрикәт қилиш керәклигини вә униңға мас Муқәддәс китаптики принципларни йезип қоюң:

  • Йәһва гувачи болмиған киши сизни аччиғи билән тәңқит қилса

  • Кийимиңиз, машиниңиз яки өйүңиз пакиз яки сәрәмҗан болмиса

  • Һөкүмәт тәрәптин қандақту бир қанун адаләтсизлик болуп көрүнсә яки униңға әмәл қилиш қийин болса

Язғучилар бөлүмидики тәтқиқатчилар тәшкилатимизниң нам-абройи яхши болушиға қандақ һәссә қошиватиду?

«ҺӘҚИҚӘТНИ ЯХШИ КӨРҮШКӘ ВӘ ҚӘДИРЛӘШКӘ ҺӘССӘ ҚОШҚАН ХӘЛИҚ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

Тәшкилатниң ениқ мәлумат бериши үчүн қилған әмгиги сизгә қандақ тәсир қилди?