МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Тапавитиңлардин бираз пул аҗритип қоюңлар
Биз ихтиярий ианини өзүмиз халиған вақиттила бәрмәй, әлчи Паулниң мәслиһитигә қулақ селип, тапавитимизниң мәлум бир қисмини ианә үчүн дайим аҗритип қоюшимиз керәк (К1х 16:2). Мошу мәслиһәткә қулақ салсақ, пак ибадәтни қоллап-қувәтләп, көп хошаллиқ тапимиз. Һәтта бериватқан ианилиримиз аз болсиму, Йәһва Худа бизниң Уни қиммәт-баһалиқ нәрсилиримиз билән мәдһийиләшкә тиришиватқанлиғимизни бәк қәдирләйду (П.н 3:9).
«ТАПАВИТИҢЛАРДИН БИРАЗ ПУЛ АҖРАТҚИНИҢЛАР ҮЧҮН МИННӘТДАРМИЗ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРСИТИП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Ианә бериштә алдин-ала план түзәшниң қандақ пайдиси бар?
-
Бәзиләр тапавитидин бираз пулни қандақ аҗритип қойиду?