16—22 декабрь
ЗӘБУР 119:57—120
154-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. Қийинчилиқларни қандақ қилип йәңсәк болиду?
(10 мин.)
Худа Сөзини оқуп, издинишни тохтатмаң (Зб 119:61; w06 6/15 20-б., 2-абз; w00 12/1 14-б., 3-абз.)
Қийинчилиқлар сизни күчлүк қилсун (Зб 119:71; w06 9/1 14-б., 4-абз.)
Йәһва Худадин ярдәм сораң (Зб 119:76; w17.07 13-б., 3, 5-абз.)
ОЙЛИНИП КӨРҮҢ: Йәһва Худа маңа қийинчилиқларни йеңип чиқишимға қандақ ярдәм бәргән?
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
-
Зб 119:103: Муқәддәс китаптики һәқиқәткә болған муһәббитимизни қандақларчә ашуралаймиз? (w17.05 18-б., 11, 12-абз.)
-
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) Зб 119:57—80 (th 12-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(3 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ.. Өй егисигә торбетимизни көрситип, jw.org алақә карточкисини бериң (lmd 2-дәрис, 5-абзац).
5. Қайта йолуқуш
(4 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Адәмни мошу һәптидә болидиған аммивий нутуққа чақириң. «Ибадәт өйлиригә немә үчүн жиғилимиз?» намлиқ видео билән тонуштуруң (lmd 8-дәрис, 3-абзац).
6. Көзқаришиңизни чүшәндүрүш
(5 мин.) Көрүнүш. ijwbq-U 157-мақалә. Мавзуси: Муқәддәс китапта тәбиий апәтләр һәққидә немә дейилгән? (lmd 3-дәрис, 3-абзац)
24-нахша
7. Йәһва Худа чидашқа ярдәм бериду
(15 мин.) Муһакимә.
Чидамлиқ дегән қийинчилиқлар болғанда униңға берилмәй мәһкәм турушни билдүриду. Чидамлиқ адәм путида мәһкәм туриду, тоғра көзқарашни сақлайду йәнә синақ вақитта үмүтини үзмәйду. Чидамлиқ болса, қийинчилиқ болғанда, кәйнимизгә чекинмәймиз яки Йәһва Худаниң хизмитидә қизғинлиғимизни совутуп қоймаймиз (Иб 10:36—39). Йәһва Худа алаһидә қийин вақитларда бизгә ярдәм беришкә дайим тәйяр (Иб 13:6).
Төвәндики айәтләрниң һәр бириниң астиға Йәһва Худа бизгә чидамлиқ болушқа қандақ ярдәм бәргәнлигини йезип қоюң.
-
Лқ 11:13
-
Рм 8:25
-
Сл1х 5:11
-
Яқ 1:5
«Қийинчилиқ билән күришиватқанлар үчүн дуа қилиң» ВИДЕОНИ көрситиң, андин мону соалларни қоюң:
-
Синақларға дуч келиватқан етиқатдашлиримиз тоғрилиқ хәвәрдар болуп туруш үчүн jw.org торбетини қандақ қоллиналаймиз?
-
Ата-анилар балилириға башқилар үчүн дуа қилишни қандақ үгитәләйду вә буниң қандақ пайдиси бар?
-
Етиқатдашлиримиз үчүн дуа қилиш немишкә муһим?
-
Башқилар үчүн дуа қилиш өз синақлиримизға чидашқа қандақ ярдәм бериду?
8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) bt-U 19-бап, 14—20 абз. вә 152-бәттики рамка; btq 19-бап, 14—20 абз. вә 152 бәтләрдики рамкилар