18—24 ноябрь
ЗӘБУР 107, 108
23-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. «Йәһваға миннәтдарлиқ ейтиңлар, чүнки У меһрибан»
(10 мин.)
Йәһва Худа Исраил хәлқини Бабилдин қутқузғандәк, бизниму Шәйтанниң дуниясидин қутқузиду (Зб 107:1, 2; Кл 1:13, 14)
Йәһва Худаға болған миннәтдарлиғиңиз Уни җамаәттә мәдһийиләшкә дәвәт қилиду (Зб 107:31, 32; w07 4/15 20-б., 2-абз.)
Йәһва Худа бизгә қилған һәммә яхшилиқлири тоғрилиқ чоңқур ойлансақ, миннәтдарлиғимиз өсиду (Зб 107:43; w15 1/15 9-б., 4-абз.)
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
-
Зб 108:13: Аҗиз болсақму күчкә қандақ еришәләймиз? (w23.10 17-б., 20-абз.)
-
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) Зб 107:1—28 (th 5-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(3 мин.) НӘРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. (lmd 1-дәрис, 4-абзац).
5. Қайта йолуқуш
(4 мин.) НӘРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Адәмгә Муқәддәс китап үгиниши тоғрисида чүшәндүрүң вә jw.org торбетимиздики «Үгинишни башлаң» дегән бәтни көрситиң (lmd 9-дәрис, 3-абзац).
6. Нутуқ
(5 мин.) ijwyp-U 90-мақалә. Мавзуси: Сәлбий пикир қилиш тәрзидин қандақларчә нери туралаймән? (th 14-дәрис)
2-нахша
7. Биз Йәһва Худаға миннәтдарлиқ билдүрүп, нахша ейтимиз
(15 мин.) Муһакимә.
Йәһва Худа Қизил деңизда қорқуп кәткән исраилларни Мисирниң әскиридин қутқузғанда, Униңға миннәтдар болған хәлиқ Йәһваниң ишлири һәққидә нахша ейтишқа башлиди (Чқ 15:1—19). Әр кишиләр йеңи нахшиларни ейтишқа башлиди (Чқ 15:21). Әйса Мәсиһ вә биринчи әсирдики униң әгәшкүчилириму Худани мәдһийиләп нахша ейтқан (Мт 26:30; Кл 3:16). Бизму Йәһваға миннәтдарлиғимизни билдүрүш үчүн җамаәтләрдә вә конгрессларда нахша ейтимиз. Мәсилән, 1966-жилдин тартип «Тәшәккүр Йәһва» дегән нахшини ейтимиз.
Бәзи мәдәнийәтләрдә әр кишиләр көпчиликниң алдида нахша ейтиштин уйилиду. Башқилири болса, «авазим анчә яхши әмәс» дәп нахша ейтиштин тартиниду. Бирақ, биз җамаәттә нахша ейтиш ибадитимизниң бир қисми екәнлигини унтумаслиғимиз лазим. Йәһваниң тәшкилати һәрбир җамаәттә ейтидиған нахшилиримизни чиқириш үчүн вә бу нахшини ейтидиған лаяқәтлик нахшичиларни тепиш үчүн көп тәр төкиду. Бизгә болса, пәқәтла бирликтә нахша ейтип, асмандики Атимизға миннәтдарлиғимизни вә меһир-муһәббитимизни билдүрүшимиз керәк.
«Тарихимизниң илгириләш йоли. Ибадитимиздики нахшилар (2-қисим)» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин төвәндики соалларни қоюң:
-
1944-жили қандақ бир чоң вақиә болди?
-
Сибирьдики бурадәрләр Падишалиқ нахшилири үчүн миннәтдарлиғини қандақ көрсәтти?
-
Немишкә Йәһва Гувачилири үчүн нахша ейтиш интайин муһим?
8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) bt-U 18-бап, 6—15 абз.; btq 18-бап, 6—15 абз.