16—22 ноябрь
ЛАВИЙЛАР 4, 5
150-нахша вә дуа
Кириш сөз (1 мин.)
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ
«Йәһваға әң яхшисини бериң» (10 мин.)
Лв 5:5, 6: Қандақту бир гуна қилған киши гуна қурбанлиғи сүпитидә қоза яки өшкини елип келиши керәк еди (it «Қурбанлиқлар»/«Әйип үчүн қурбанлиқ», 1-абз.)
Лв 5:7: Кәмбәғәл киши қойни яки қозини қурванлиққа елип келәлмисә, униңға икки кәптәрни яки икки пахтәкни әкелишкә рухсәт қилинатти (w09 1/6 26-б., 3-абз.)
Лв 5:11: Адәм икки яш кәптәрниму әкеләлмисә, униңға ефаниң ондин бир қисми әң яхши буғдай унини әкелишкә рухсәт қилинатти (w09 1/6 26-б., 4-абз.)
Роһий гөһәрләрни издәйли (10 мин.)
Лв 5:1: Худаниң хизмәтчилири бу айәткә қандақ әмәл қилалайду? (w16.02 29-б., 14-абз.)
Лв 5:15, 16: Қандақларчә бирси Йәһваға тегишлик «муқәддәс нәрсигә қарши» гуна қилиши мүмкин? (it «Муқәддәслик»/«Һайванатлар вә һосул»)
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридин Йәһва Худа, вәз хизмити яки башқа мавзулар һәққидә қандақ роһий гөһәрләрни таптиңиз?
Муқәддәс китапни оқуш: (4 мин. яки униңдин азирақ) Лв 4:27—5:4 (th 5-дәрис)
ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ
Дәсләпки йолуқуш. (3 мин. яки униңдин азирақ) Биринчи бәттики сөһбәт үлгиси билән башлаң, лекин Йәшая 9:6, 7ни қоллиниң (th 12-дәрис).
Қайта йолуқуш. (4 мин. яки униңдин азирақ). Биринчи бәттики сөһбәт үлгиси билән башлаң, лекин Зәбур 72:16ни қоллиниң (th 4-дәрис).
Муқәддәс китапни үгиниш. (5 мин. яки униңдин азирақ) lv 15-бап, 22, 23-абз. (th 19-дәрис).
МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
«Йәһваниң ярдими билән 60 жил биллә пионер болдуқ». (15 мин.) Видеони көрситиң. Кейин төвәндики соалларни қоюң: Такако билән Хисако өз хизмитини атқурғанда қандақ шан-шәрәпкә вә хошаллиққа еришкән? Такако қандақ кесәлгә дуч кәлгән вә униңға немә ярдәм бәргән? Уларға немә һәқиқий хошаллиқ вә қанаәт елип кәлгән? Уларниң тәҗрибиси мону айәтләрдики ой-пикирләрни қандақ тәкитләйду: Пәнд-нәсиһәтләр 25:11; Вәз 12:1; Ибранийларға 6:10?
Муқәддәс китапни җамаәттә үгиниш: (30 мин. яки униңдин азирақ) lv 1-бап, 1—9 абз.
Хуласә (3 мин. яки униңдин азирақ)
43-нахша вә дуа