Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЛАВИЙЛАР 4, 5

Йәһваға әң яхшисини бериң

Йәһваға әң яхшисини бериң

5:5—7, 11

Кәмбәғәллик Исраил хәлқидики һечбир адәмгә Йәһва Худа билән яхши мунасивәттә болушқа тосалғу болмиған. Һәтта әң кәмбәғәл исраил кишиниң Йәһва Худа мақул көргән әң яхши қурбанлиқни бериш мүмкинчилиги болған. Улар Йәһваға қурбанлиққа унни берәләтти, бирақ бу ун адәттә меһманларни күткәндә ишлитилидиған әң яхши ун болуши керәк еди (Яр 18:6). Бүгүнки күндә имканийитимиз қанчилик чәклик болушидин қәтъийнәзәр, Йәһва Худа бизниң әң яхши «мәдһийиләш қурбанлиғинимизни» қобул қилиду (Иб 13:15).

Саламәтлигиңиз начарлашқанлиқтин, бурунқидәк көп хизмәт қилалмисиңиз, Йәһваниң қурбанлиқларға мунасивәтлик қанунлири сизгә қандақ илһам бериши мүмкин?