Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. Телефон арқилиқ вәз қилиш

Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. Телефон арқилиқ вәз қилиш

БУ НЕМӘ ҮЧҮН МУҺИМ? Телефон арқилиқ вәз қилиш «хуш хәвәр һәққидә асаслиқ гува беришниң» муһим йоли (Әлч 20:24) *. Биз адәмләрниң өйигә баралмайдиған вәзийәтләрдә телефон арқилиқ вәз қилалаймиз.

БУНИҢ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШ КЕРӘК?

  • Тәйярлиқ қилиң. Көпчиликкә қизиқ болидиған мавзуни таллаң. Андин демәкчи болғанлириңизни қисқичә түртүп қоюң. Буниңдин башқа, телефон қилғанлиғиңизниң сәвәвини чүшәндүридиған қисқа учурни тәйярлаң. Уни җавап қайтуруш машинисиға учрисиңиз ишлитисиз. Үстилиңиздә алдин-ала тәйярлап қойған план вә башқа материал, мәсилән «JW Library»® программиси яки jw.org® торбети ечилған электронлуқ қурулма болса, яхши болатти

  • Өзүңизни әркин тутуң. Тәбиий сөзләң. Худди сизни өй егиси көрүватқандәк күлүмсирәң вә има-ишарәтләрни ишлитиң. Керәксиз сүкүт қилмаң. Башқилар билән биллә хизмәт қилиң. Өй егиси сизгә бирәр соални қойса, соални үнүмлүк авазда тәкрарлаң, шу чағда шеригиңиз җавапни тепишиңизға ярдәм берәләйду

  • Қайта йолуқуш үчүн асас селиң. Киши қизиқишни көрсәтсә, кейинки қетим телефон қилғанда җавап беридиған соални қойсиңиз болиду. Қизиққан адәмгә қандақту бир әдәбиятни электронлуқ хәт яки башқа йол билән әвәтишкә болиду яки өзүңиз апирип берәләйсиз. Яки болмиса, видеолиримиз яки мақалилиримизниң бирини электронлуқ хәт яки учур арқилиқ әвәтсиңиз болиду. Орунлуқ болса, кишигә торбетимиздики бирәр материал тоғрилиқ ейтсиңиз болиду

^ 3-абзац Сиз туруватқан җайда телефон арқилиқ вәз қилиш орунлуқ болса, шәхсий мәлуматқа мунасивәтлик һечқандақ қанунни бузмаслиғиңиз керәк.