Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЛАВИЙЛАР 8, 9

Йәһва Худаниң бәрикитиниң испати

Йәһва Худаниң бәрикитиниң испати

8:6—9, 12; 9:1—5, 23, 24

Йәһва Худа Һарунни вә униң оғуллирини роһанийлар қилип тәйинлигәндә, қурбанлиқни от жутувәтти. Бу Йәһваниң йеңидин тәшкилләнгән роһанийларни қоллап-қувәтлигәнлигини көрсәткән. Шундақ қилип Йәһва Худа жиғилған хәлиқни роһанийларни толуғи билән қоллап-қувәтләшкә үндигән. Бүгүнки күндә Йәһва шан-шөһрәткә еришкән Әйсани Алий роһаний сүпитидә қоллиниду (Иб 9:11, 12). 1919-жили Әйса кичик бир топни «садиқ һәм әқил-парасәтлик қул» сүпитидә тәйинлиди (Мт 24:45). Йәһва бу садиқ қулға рази екәнлигигә вә уни бәрикәтләп, қоллап-қувәтләйдиғанлиғиға қандақ испатлар бар?

  • Қаттиқ қаршилиқларқа қаримастин, садиқ қул Худа хәлқини роһий озуқ билән тәминләшни давамлаштурмақта

  • Алдин-ала ейтилғандәк, хуш хәвәр «пүткүл йәр йүзи бойичә» җакаланмақта (Мт 24:14)

Садиқ һәм әқил-парасәтлик қулни пүтүнләй қоллап-қувәтләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?