Тәвсийә үлгилири
«ОЙҒИНИҢЛАР!» (рус)
Соал: Бәзилири Әйса пәйғәмбәрниң һәқиқәтән яшиғанлиғиға ишәнсә, башқилири буниңға гуманлиниду. Йәнә бирлири, буни билиш мүмкин әмәс дәйду. Сиз бу һәққидә немә ойлайсиз?
Тәғдим: «Ойғиниңлар!» журналиниң бу санида униң тарихта болғанлиғиниң дәлиллири қараштурилиду.
ҺӘҚИҚӘТКӘ ҮГИТӘЙЛИ
Соал: Өлгәндин кейин һаят барму?
Айәт: Йоһ 11:11—14
Һәқиқәт: Адәм өлгәндә, һаяти үзүлиду. Өлүмдин кейинки һаяттин қорқушниң һаҗити йоқ. Әйса пәйғәмбәр өлүмни уйқа билән селиштурған. У Лазар исимлиқ замандишини худди уйқидин ойғатқандәк тирилдүрди. Дәл шуниңға охшаш, у бизниң көз жумған йеқинлиримизниму қайта тирилдүриду. Шу чағда улар қайтидин йәр йүзидә бәхитлик һаят кәчүриду (Ап 14:14).
ҖАМАӘТ УЧРИШИШИҒА ТӘКЛИП ҚИЛИШ (іnv)
Тәғдим: Сизни Муқәддәс Язмиларға асасланған нутуққа тәклип қилай дегән едим. У мошу әтраптики Ибадәт өйүмиздә ейтилиду. [Тәклипнамидин җамаәт учришишиниң вақти билән өтидиған җайини көрситип, нутуқниң мавзусиға диққәт ағдуруң.]
Соал: Ибадәт өйүмизгә келип көргәнсизму? [Орунлуқ болса, «Ибадәт өйлиригә немә үчүн жиғилимиз?» намлиқ видеони көрситиң.]
ӨЗ ТӘВСИЙӘҢИЗНИ ҚУРАШТУРУҢ
Жуқуридики тәвсийә үлгилириниң қурулушиға қарап, өз тәвсийә үлгиңизни қураштуруң