МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
«Яхши җавапларни беришкә үгинәйли»
Яхши җаваплар җамаәтни мустәһкәмләйду (Рм 14:19). Җавапни бәргәнләр өзлириму буниңдин көп пайда алиду (П.н 15:23, 28). Шуңа һәрбир җамаәт учришишида кам дегәндә бир қетим җавап беришкә тиришқинимиз тоғра. Әлвәттә, қол көтәргәндә, биздин һәр қетим сорайду дәп күтмишимиз керәк. Шуниң үчүн бирнәччә җавап тәйярлап кәлгинимиз яхши.
Яхши җавап...
-
аддий, ениқ вә қисқа болуши керәк. Көпинчә мундақ җавап 30 секунд арилиғида яки униңдинму азирақ вақит ичидә ейтилиду
-
өз сөзи билән берилиду
-
алдин берилгән җавапни қайтилимайду
Әгәр сиздин биринчи сориса...
-
соалға удул вә аддий җавап бериң
Әгәр соалниң җавави чиққан болса, сиз...
-
кәлтүрүлгән айәтниң муһакимә қилиниватқан ойға қандақ мунасивити бар екәнлигини ейталайсиз
-
мошу соал һаятимизға қандақ тәсир қилишини чүшәндүрәләйсиз
-
мәлуматни қандақ қоллинишқа болидиғанлиғини бөлүшәләйсиз
-
асасий ойни тәкитләйдиған бир мисални қисқичә ейтип берәләйсиз