Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ПӘНД-НӘСИҺӘТЛӘР 1—6

«Пәрвәрдигарға чин қәлбиң билән таянғин»

«Пәрвәрдигарға чин қәлбиң билән таянғин»

Йәһва униңға толуқ тайинишимизға лайиқ. Исминиң мәнаси У өз вәдилириниң һәммисини әмәлгә ашурушқа қудрәтлик екәнлигигә ишәнчимизни ашуриду. Дуа Йәһваға болған ишәнчимизни мустәһкәмләшкә зор ярдәм берәләйду. Пәнд-нәсиһәтләр 3-баптин билгинимиздәк, Йәһваға таянсақ, у бизниң йолумизни түзәп, үмүтимизни сөзсиз ақлайду.

Өзини дана һесаплайдиғанлар....

3:5—7

  • қарар қилиштин авал Йәһвадин рәһбәрлик соримайду

  • өзиниң яки мошу дунияниң әқлигә тайиниду

Йәһваға тайинидиғанлар...

  • Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип, мулаһизә вә дуа қилиш арқилиқ униң билән мунасивәтни риваҗландуриду

  • қарар қилиштин авал, Йәһвадин рәһбәрлик елиш үчүн Муқәддәс китаптики принципларни қараштуриду

ҚАРАР ҚИЛИШҚА ТОҒРА КӘЛСӘ, МӘН НЕМӘ ҚИЛИМӘН?

АВАЛ маңа тоғра болуп көрүнгән қарарни қобул қилимән

АВАЛ дуа вә шәхсий тәтқиқ өткүзүш арқилиқ Йәһваниң рәһбәрлигини издәймән

АНДИН Йәһвани шу қараримға бәрикәт беришини сораймән

АНДИН Муқәддәс китапниң принциплириға мас келидиған қарарни қобул қилимән