МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
JW.ORG алақилишиш карточкилирини қоллиниватамсиз?
Бүйүк апәт йеқинлишип қалғанлиқтин, вәз қилиш — кечиктүрмәйдиған иш (П.н 24:11, 12, 20). Алақилишиш карточкиларниң ярдими билән адәмләрниң диққитини Худа Сөзигә вә торбетимизгә ағдурсақ болиду. Карточкидики код «Немишкә Муқәддәс китапни үгиниш керәк?» намлиқ видеоға вә көпирәк мәлумат елиш яки Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишқа тегишлик илтимас бланкисиға улайду. Әдәбиятлиримизни елишни халимиған бәзибир адәмләр торбетимизгә киришни халиши мүмкин. Шундақ адәмләргә алақилишиш карточкисини бериш мүмкинчилигини қолдин чиқармайли. Бирақ уни қизиқиш көрсәтмигән адәмләргә беришниң һаҗити йоқ.
Күндилик ишлиримиз билән шуғуллинип, мундақ дәп адәмләрниң қизиқишини ойғитишимиз мүмкин: «Сизгә мону карточкини берәй дегән. Бу карточкида һәқсиз мәлумат билән түрлүк мавзулардики видеолар бар торбәтниң адреси йезилған» (Йһ 4:7). Алақилишиш карточкилири кичиккинә болғанлиқтин, бирнәччисини өзүмиз билән елип жүрсәк болиду. Шу чағда һәрбир пурсәтни пайдилинип, уларни адәмләргә берәләймиз.